Уйғур елидә қар апити кеңәймәктә

Уйғур елиниң или, алтай, тарбағатай районлирида йүз бәргән қар аптидә нурғунлиған өйләр өрүлүп чүшкән болуп, һөкүмәт 5 ‏- январ күни қар апитигә учриған районлардин 97 миң кишини башқа районларға йүткәшкә мәҗбур болған.

Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити 6 ‏- январ күни қар апитигә учриған райондики йүзмиңлиған кишигә ярдәм йәткүзүш паалийитини тезләткән. Районда декабир ийидин бери йеғиватқан қар миқдари бир митирға йәткән болуп, хитай һава райй идарисиниң билдүрүшичә, қар йеғиш вә начар һава йәнә давамлишидикән. Хәвәрләргә қариғанда, алтай районида соғақлиқ нөлдин төвән 43 гирадусқа йәткән.

Аптоном районлуқ хәлқ ишлири назаритиниң билдүрүшичә, һазирғичә 9 миң туяқ чарва соғақ сәвәбидин тоңлап һалак болған болуп, йәнә нәччә милңлиған туяқ чарваниң һалак болуши мумкин икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң қар апити тоғрисидики хәвәрлиридә, райондики хәлқиниң қандақ қийинчилиқларға дуч келиватқанлиқи билдүрүлмигән әмма, үрүмчидики бир һөкүмәт әмәлдари, районда қутқузуш паалийәтлириниң җиддий елип бериливатқанлиқини вә қар апитидә зиянға учриғанларни туралғу җай вә йемәк билән тәминләш үчүн паалийәтләрниң давамлишиватқанлиқини билдүргән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org