Хитайда йүз бәргән қар апити хитай иқтисадиға зор тәсир көрситиши мумкин


2008.01.31

Хитай деһқанчилиқ саһәси рәһбәрлириниң ейтишичә, хитайда йүз бәргән қар апитиниң деһқанчилиқ мәһсулатлириға көрсәткән тәсири интайин еғир болған болуп, пәйшәнбә күни хитай мәтбуатлирида қар апитиниң хитайниң җәнубий районидики мевә шуниңдәк көктат ишләпчиқиришиға йоқитиш характерлик зиянлар елип кәлгәнлики илгири сүрүлгән.

Хитай йеза ‏- игилик саһәсидики юқири дәриҗилик бир әмәлдар мухбирларға, нөвәттә өзлириниң апәт кәлтүрүп чиқарған зиянлар һәққидә техи толуқ статистикилиқ мәлумат елип баралмиғанлиқини, әгәр қар апити изчил түрдә шималға қарап йөткәлсә һәмдә қишлиқ ашлиққа тәһдит көрсәтсә, вәзийәт техиму яманлишишқа қарап йүзлинидиғанлиқини ейтқан. Бәзи тор бәтлиридә бу қетимқи апәттә 77 милйон кишиниң апәткә учриғанлиқи, 24 кишиниң қаза қилғанлиқи һәмдә апәтниң 5.4 Милярд америка доллири зиян елип кәлгәнлики хәвәр қилинған.

Хитай мәркизи һава райи идарисиниң билдүрүшичә, хитайниң оттура вә җәнубий қисми йәнә бир қетим қәһритан соғуқниң һуҗумиға учрайдикән. Һазир хитайниң бир қисим җайлиридики пойиз истансиси вә айрупилан истансилирида нәччә йүз миңлиған адәм баридиған мәнзилигә йетәлмәй тосулуп қалған. Уйғур елиниң җәнобий қисмида йүз бәргән апәт йәрлик хәлқләргә көп зиянларни салған болуп, пәқәт қәшқәр вилайитидила 65 милйон йүәнлик иқтисади зиян мәйданға кәлгән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.