Бу қетимқи қар апитидә гума наһийисидә бир аял билән бир бала соғуқтин тоңлап өлгән


2008.02.08

Уйғур аптоном районида йүз бәргән вә хитайниң ичкири өлкилирини паләч әһвалға чүшүрүп қойған бу қетимқи қар апитидә, уйғур илиниң гума наһийисидә олтуридиған пуқралардин бир аял билән бир кичик бала өйидә қалайдиған йеқилғу йоқ түпәйли соғуқтин тоңлап өлгән. Вәқә гума наһийисиниң башләңгәр кәнтидә йүз бәргән болуп, шу җайдики пуқралар радиомизға өлгүчиләрниң ана - бала икәнлики вә йеқилғу сетивелишқа пул йоқлуқи түпәйли соғуқта ухлап қелип қаза қилғанлиқини, чүнки бир тонна көмүрниң 750 сомға чиққанлиқини билдүрмәктә.

Хотән вилайәтлик хәлқ ишлар идарисидики исмини ашкарилашни халимайдиған бир зат, бу қетимқи қар апитидә хотән вилайити буйичә техиму көп кишиниң өлгәнликини билдүргән болсиму, лекин у өлгүчиләрниң конкрет сани вә қайси наһийиләрдин икәнликини ашкарилимиди. Башләңгәр йезисидики пуқралар вәқәниң йүз бәргинигә 7‏- 8 күн болуп қалғанлиқини, метирологийә идариси соғуқ еқим тоғрисида вақтида агаһландуруш бәрмигәнлик түпәйли, башләңгәрлик ана - балиниң соғуқ еқимдин хәвәрсиз муздәк өйдә ухлашқа мәҗбур болғанлиқини илгири сүрмәктә. Лекин хотән вилайәтлик метирологийә идарисиниң җүмә күнлүк нөвәтчи хадими, һава райидин пуқраларни хәвәрдар қилған яки қилмиғанлиқини, қилған болса қачан хәвәрдар қилғанлиқини сориған радиомизниң мухбириға " бу дегән мәхпийәтлик" дәп җаваб бәрди. Йәрлик пуқралар бу қетимқи қар апитидә әң еғир йеқилғу вә давалаш қийинчилиқиға учриғанлиқини билдүрмәктә. " Тәңритағ" ториниң қар апити һәққидики бир хәвиридә уйғур аптоном райони сичүәндики қар апитигә ярдәм қилиш үчүн мадди әшя басқан 120 машинини сичүәнгә йолға салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.