Қарақаш наһийисидә оттура мәктәп оқуғучилириму бөлгүнчилик сәвәбидин қолға елинған
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.27
2008.05.27
Тәйвән мәркизи агентлиқиниң мухбири хотән вилайити қарақаш наһийилик сақчи идарисиға вәқә һәққидә сүрүштүрүш елип берип телефун урғанда, хитай сақчи хадими, бу йил 23 - мартта йүз бәргән намайишта қолға елинғанлар арисида оттура мәктәп оқуғучилири бар икәнликигә иқрар қилип, мәзкүр делони аптоном районлуқ җамаәт хәвипсизлик назаритиниң бивастә бир тәрәп қилғанлиқини билдүргән.
Учур мәркизи қарақашта йүз бәргән намайиштин хәвәрдар бир кишиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, 23 - мартта йүз бәргән намайишниң, һөкүмәт даирилириниң йәр асти диний паалийәт тәшкилатлириниң оқутуш ишлирини чәклиши сәвәбидин мәйданға кәлгәнликини, намайиштин бир күн бурун наразилиқ билдүргүчиләр билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини тәкитлиди.
23 - Март күни, қарақаш наһийисидә 500 кишилик намайиш қозғалған болуп, намайишчилар һөкүмәткә болған наразилиқини билдүрүш үчүн тәшвиқ варақлири тарқатқан. Һөкүмәтниң қораллиқ сақчиларни ишқа селип елип барған бастуруш һәрикитидә 10 дин артуқ уйғур еғир дәриҗидә ярилинип, 30 дин артуқ уйғур қолға илинған иди.