Сәншидики қара хумданда қул қилинған адилҗан техичә өзигә тегидиған иш һәққини алмапту
2007.07.18
Хитайниң сәнши өлкисидики йәрлик учур вастилири вә мунасивәтлик уйғурларниң баян қилишичә, хитайниң сәнши өлкисидики қара хумданда қул қилинған нимкарлар қутқузулғандин кейин, йәрлик хәлқ ишлар тармақлири һәр бир нимкарға 4000 юәндин иш һәққи, 1000 юәндин һал сораш пули бәргән. Хуңтуң наһийиси һәр бир нимкарға йәнә йол кираси үчүн 500 юәнгичә пул бәргән.
Гәрчә шинҗаңлиқ яв шучаң сәнши йәрлик даирилири бәргән бу пулларни алған болсиму, әмма қәшқәрдин қуллуққа тутулғандин кейин қаттиқ езилгән адилҗан техи қолиға тегидиған һәқни алмапту. Сәншидики мунасивәтлик органлар уни издәвитипту. (Вәли)
©
2007 Radio Free Asia