Қаримай вақәсиниң һәқиқий маһийити ашкариланди
2007.05.07
Хитай мәркизи телевизийә истансиси мухбириниң 1994- йили 12-айниң 8-күни қаримайда йүз бәргән 288 оқуғучиниң өлөмигә сәвәб болған тиятирханиға от кетиш вәқәсиниң һәқиқий әмәлий әһвали һәққидә тәйярланған программини торбәтләрдә паш қилиши, бу вәқә һәққидә 12 йилдин бери йошурунған һәқиқәтләрни ашкарилиди һәмдә пүтүн хитайда чоң муназирә қозғиди.
12 Йил бурун мәзкур вәқә һәққидә хитай мәркизи телевизийә истансисиниң мухбири чән яввән тәрипидин тәйярланған лекин хитай һөкүмитиниң чәклимисигә учриған һөҗҗәтлик филимға қариғанда, тиятирханиға от кәткәндә, авал партийә вә һөкүмәт әмәлдарлириниң тиятирханидин чиқиши үчүн, оқуғучиларниң орунлиридин турушиға рухсәт қилинмиғанлиқи, 288 оқуғучиниң көйүп өлүшидә муһим рол ойниған.
Хитай һөкүмитиниң буйруқи билән 12 йилдин бери көрстилмигән бу һөҗҗәтлик филимниң чән яввән тәрипидин тор бетигә қойолғанлиқи, йеқинқи күнләрдә хитайда бу вәқә һәққидә йеңи муназириләрниң башлинишиға сәвәб болған. Бу муназириләр хитай мәтбуатини бу вәқәниң һәқиқий маһийитини тунҗи қетим етирап қилишқа мәҗбурлиған.(Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Атақлиқ язғучиси, уйғур һазирқи заман шеирийитиниң башламчи вәкиллиридин бири батур рози аләмдин өтти
- Хенәндики бир көмүр канда өлгән кан ишчилириниң сани аз мәлум қилинған
- Уйғур елидә бултур иш үстидики түрлүк вәқәләрдә 3122 адәм өлгән
- Шенҗинниң футйән шазуй кәнтидә йүз бәргән партлашта икки нәпәр үсмүр қаза қилди
- Уйғур аптоном районида йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 10 адәм өлди
- Күйтун шәһиридә йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 5 адәм қаза қилди