Уйғур мәсилиси һәққидә сибирийидә оттуриға қоюлған көз қараш


2006.03.05

Йеқинда сибирийидики томск университетиниң профессори евгений савкович владимировичниң "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики уйғур мәсилиси" намлиқ илмий мақалиси шу университет тәрипидин елан қилинған.

Аптор мақалисидә уйғур мәсилисиниң илгирики вақитларда москва билән бейҗиң арисидики мәсилә болған болса, 90-йилларға кәлгәндә униң қазақистан билән хитай арисиға көчкәнликини көрситиш билән, нурсултан назарбайевниң 90-йилларниң бешида қазақистанниң хитай билән болған сөһбәтлиридин көзлигән мәнпәәтлири үчүн уйғур мәсилисини қәрт қилип ойниғанлиқи, буниң үчүн назарбайевниң бир мәзгил қазақистан туприқида уйғур тәшкилатлириниң актип паалийәтлиригә йол қоюш тактикиси қолланғанлиқини көрсәткән.

Апторниң қаришичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин кейин, бүгүнки күндә назарбайев уйғур мәсилисигә әксичә йол тутуп, хитай билән бу мәсилидәйеқиндин һәмкарлашқан.

Хәвәрләргә қариғанда һазир русийиниң оттура сибирийә районидики барнаул қатарлиқ шәһәрләрдики алий мәктәпләрдики бир қисим алимлар арисида мәхсус уйғурларни тәтқиқ қилиш қизғинлиқи қозғалған икән.

Өткән йили, бу җайдики алимлар уйғурлар кәлгүсидә мустәқил дөләт қураламду яки қуралмамду дегән тема үстидә музакирә уюштурған иди.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.