Австралийилик офитсер, уйғур или вә тибәттә қораллиқ қозғилаңлар йүз бериши мумкин, деди
Австралийиниң сабиқ һава армийә офитсери, һәрбий анализчи мартин андру, америкида чиқидиған вашингтон вақти гезитиниң -8 айниң -19 күнидики санида елан қилған баянатида, хитай һөкүмити уйғур или вә тибәттә техиму көп қораллиқ қозғилаңларға дуч келиши мумкин, дегән.
Мартин андру баянатида, уйғур хәлқиниң бейҗиңдин мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн җиддий күрәш елип бериватқанлиқини, тибәтниң болса бир чағларда мустәқил дөләт икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң уйғур или вә тибәтни һәм һәрбий синақлар үчүн ишлитиватқанлиқини, һәм уларниң нефит вә башқа йәр үсти байлиқлиридин пайдилиниватқанлиқини әскәткән.
Австралийиниң сабиқ һәрбий офитсери вә һәрбий анализчи мартин андру, вашингтон вақти гезитидә елан қилинған баянатида йәнә мундақ дегән:
" Уйғур елидә яшаватқан көплигән уйғурлар, шундақла тибәтликләр хитайларни мустәмликичиләр дәп қарайду. Мушу қараш уйғур елидә қозғилаңларға сәвәб болуши мумкин. Шундақла нурғунлиған тибәтликләр хитайниң асаритидин қутулуш үчүн қораллиқ һәрикәт елип берилиши керәкликигә ишниду".
Униң ейтишичә, қораллиқ һәрикәт үчүн керәклик қоралларниң оттура асиядин хитайниң ғәрбий райониға кириши мумкин икән.
Мартин андуруниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларниң миллий һәрикитини бастуруш үчүн, ақ ташлиқ китаб чиқирип уйғурларни террорчи дәп әйибләп, хәлқара сәһнидә уйғурларға қарита бир тәшвиқат һәрикитиму башлиған. Әмма униң ейтишичә, демократийиниң оттура асияда кеңийиши, мәзкур районда уйғурларға һесдашлиқ билдүридиған йеңи һөкүмәтләрниң оттуриға чиқишиға сәвәб болуши мумкин. (Қанат)