Хотән қаш тешиниң трагидийиси дуня мәтбуатлирида диққәт қозғиди
2006.09.01
Хотән қаш тешини қалаймиқан қезиш долқуни районда еғир екилогийилик бузғунчилиқни кәлтүрүп чиқарғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр дуня мәтбуатлириниң диққитини қозғиди.
Британийә ахбарат ширкити б б с бу хәвәрни "пайда елишни көзлигән бир топ қаш теши қазғучилар, йоруңқаш дәрясида булаң - талаң характирлик қезиш елип бармақта, " дәп хәвәр қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқи бу һәқтики учурида бейҗиң университитиниң профессори ваң шичиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, " қалаймиқан қезиш бу сүрәт билән маңса, йоруңқаш дәрясидики хотән қаш теши 5 - 6 йил ичидә ғайип болиду, " дәйду.
Германийә ахбарат агентлиқи, хотән қаш тешини қалаймиқан қезиш билән йорңқаш дәрясиниң икки қирғизидики 2000 йиллиқ мәдинийәтниң хани-вәйран болуш хәвпигә дуч келиватқанлиқини билдүрди. "Хитай көмүрчилик хәвәрләр" гезитиниң әскәртишичә, бу йил язда сани 20 миңтин 30 миңғичә болған хитай көчмини йоңруңқаш дәряси бойичә қаш теши қазған. Германийә ахбарат агентлиқи, бу вәзийәтни " йәрлик даириләр қаш теши қезиш қизғинлиқини чәкләш тәдбири алмиған, " дәп язди.
Хотән даирилириниң ашкарилишичә, бу йил язда 50 қаш теши қезиш рухсәтнамиси вә йоруңқаш дәрясиниң бойидики һәр гектар йәр 6000 сомғичә хитай ширкәтлиригә талаштуруп сетилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қаштеши юртида буниңдин кейин қаштеши тепиларму?
- Чәклик болған қаш теши байлиқи чәксиз ечилмақта
- Хотән қаштеши қалаймиқан қезиш нәтиҗисидә йоқап кетиш гирдабиға дуч кәлмәктә
- Хитай даирилири уйғур елини миң йилдин бери башқуруп келиватимиз, диди
- Дәндән өйлүктики қәдимқи там рәсимлири әслигә кәлтүрүлди