Уйғур ели билән русийиниң сибирийә райони арисида бивастә қатнаш йоли ечилмақчи


2005.04.07

Уйғур аптунум райони билән русийә федратсийисиниң сибирийә райони, икки тәрәп арисида бивастә қатнаш йоли ясашқа келишти.

Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, хитайниң уйғур аптонум райониға қойған партком секритари ваң лечүән чаршәнбә күни кәчтә сибирийидин кәлгән русийә вәкилләр өмики билән көрүшүп, бу мәсилини музакирә қилған.

Ваң лечүәнниң билдүрүшичә, сибирийигә тутишидиған йолниң уйғур аптонум районидики бөлики 260 километир келидикән. Буниң 140 километири әслидә бар йол болуп, қалған 120 километир йолни ясап чиқишқа тоғра келидикән. Хитай һөкүмити буниң үчүн бир милярд йүән пул аҗратқан.

Әмма хитай даирилири хәвиридә, мәзкур бивастә қатнаш йолиниң қачан пүтидиғанлиқи вә конкерт қайси линийини асас қилидиғанлиқи тилға елинмиған.

Русийиниң сибирийә районида нефит байлиқи мол болуп, хитайниң нефиткә болған еһтияҗиниң барғансири ешиши билән, хитай һөкүмити русийиниң сибирийә райони билән болған алақисини күчәйтишкә алаһидә қизиқмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.