Үрүмчидә зор әгәшмә қатнаш вәқәсини кәлтүрүп чиқарған җинайәтчи сотланди


2006.12.03

Үрүмчидә буниңдин бәш ай илгири йәни 23 - июн зор әгәшмә қатнаш вәқәси йүз бәргән иди. Һәммини чөчүткән бу вәқәдә, доң фең маркилиқ бир чоң йүк аптомобил үрүмчи сай йоли юқири сүрәтлик таш йолида мәлум қатнаш вәқәси үстидә қутқузуш елип бериватқан дохтур аптомобили һәмдә сақчи машинисини вә йәнә вәқәгә учриған йәнә бир аптомобилни шиддәт билән соқуп бәш кишиниң өлүшини һәмдә бир кишиниң еғир ярилнишини кәлтүрүп чиқарған һәмдә қечип кәткән.

Мәзкур қатнаш вәқәсиниң җавабкари 31 яшлиқ шен хоңҗе, әслидә хенәндин үрүмчигә иш издәп кәлгән аққун болуп, вәқә йүз берип икки айдин кейин тутулған иди. Үрүмчи қанун торидин игә болишимизчә 28 - ноябир күни шен үстидин сот ечилип униң еғир қатнаш вәқәси кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәмдә вәқәдин кейин қечип кәткәнликигә қарита һөкүм елан қилинған болуп, мәзкур қатнаш вәқәсидә келип чиққан җәмий икки милйон 400 миң юәнгә йеқин зиян һәмдә қануний җавабкарлиқни өз үстигә алған.

Әмма вәқәдә һаятидин айрилғанларниң аилисидикиләрниң ипадилишичә гәрчә шен җинайитигә иқрар болсиму, униң өлгүчиләрниң аилә тавабатлири тәләп қилған җәмий икки милйон юән төләмни төләшкә қурби йәтмигәнлики үчүн һөкүмниң әһмийити йоқ икән.

Бу ечинишлиқ әгәшмә қатнаш вәқәсидә өлгүчиләрниң арисида, әхмәтҗан қасиминиң аяли маһинур қасиминиң җийән қизи болған көмүркан дохтурханисиниң җиддий қутқузғучи сестраси болуп хизмәт қиливатқан разийәму бар иди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.