Қазақистандики уйғур мусапирлар әндишә ичидә яшимақта
2005.01.04
Мәркизи қазақистандики бир кишилик һоқуқ тәшкилатиниң ашкарлишичә, хитай зулмидин қечип, қазақистанға кәлгән уйғур мусапирлири, хитайға қайтурулуп берилиш әндишиси ичидә яшимақта икән.
Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкитиниң қазақистанда турушлуқ мухбириниң билдүрүшичә, тирикчилик қилишқа мәҗбур болған бир уйғур мусапир, давамлиқ қазақ сақчисиға пара берип йошурунуп яшаватқанлиқини, хитайға қайтурулса өлүмгә дуч келиш муқәррәрликини билдүргән.
Қазақистан һөкүмити, шәрқий түркистанлиқ уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәләплирини қобул қилмиғандин сирт һәтта хитайдин қечип кәлгән уйғур сиясий мәһбусларни хитай һөкүмитигә қайтуруп берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди.
Б б с ниң хәвиригә асасланғанда, қазақистандики етник аз санлиқ милләтләрни қануний җәһәттә қоллаш мәркизи 700 нәпәргә йеқин уйғурниң тағлардин ешип бу йәргә қечип чиққанлиқини, буларниң көп қисминиң ғериб әллиридә панаһлиқ тилигәнликини, амма бу йәрдә қелип қалған 50 кә йеқин уйғурниң йәнила әндишә ичидә яшватқанлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)