Уйғур аптоном райониниң нопуси қерилишишқа йүзләнмәктә
2006.03.10
Хитай мәтбуатлириниң хәвәрқилишичә, омуми нопуси 20 милйон, дәп елан қилинған уйғур аптоном районида нопусниң яш қорами қерилишишқа йүзләнмәктә. 2010 - Йилға барғанда уйғур аптоном районидики яшанғанлар нопуси 220 миңға йетип, омуми нопусниң 10 % дин көпрәкини игиләйдиған болиду. Буниң билән уйғур аптоном райони нопусниң қерилишиш дәвригә киридикән.
Шинҗаң хәлқ радиосиниң ашкарилишичә, район нопусиниң қериши 2040 -йилиға барғанда әң юқири пәллигә чиқиду. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, район нопусиниң қерилишиши иқтисади әһвали әзәлдинла аҗиз болған уйғур аптоном районида пуқраларниң иҗтимаий йүкини техиму еғирлаштуруветиши мүмкин.
Уйғур аилә қурулмисиниң алаһидилики бойичә алғанда бурун көп җанлиқ уйғур аилилиридә 6 -7 пәрзәнт бир җүп ата - анини бақса, һазирқи 2 пәрзәнтлик аилә қурулмисида 2 яки 3 адәм бир җүп ата - анини беқишқа мәҗбур болмақта.
Шинҗаң хәлқ радиосиниң әскәртишичә, бу әһвалда уйғур аптоном райониниң яшанғанлар иҗтимаий суғурта сестимиси вә давалаш суғурта сестимисини мүкәммәлләштүрүшкә тоғра келиду. Әмма уйғур аптоном районида һазирғичә саламәтлик суғурта сестимиси вә яшанғанлар иҗтимаий суғурта сестимиси шәкиллинип болмиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райониниң нопуси 2010- йилғичә 22 милйон әтрапида контрол қилиниду
- Уйғур аптоном районида йилиға 300 миң нопус көпийиватамду?
- Хитай уйғур районини нопусниң тәбиий көпийиши нисбити юқири район, дәп елан қилди
- Үрүмчидә, туғулуш нисбитидә төвәнләш көрүлди
- Уйғурларниң нопус, байлиқ вә муһит вәзийити хәтәрлик