Хитай даирилири қәшқәр 4 - авғуст вәқәсидин кейин бихәтәрликни қайта тәкитлимәктә
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.05
2008.08.05
Хәвәрдә олимпик комитети баянатчиси сүн вейдениң сөзини нәқил елип көрситишичә, даириләр бейҗиң олимпикиниң бихәтәр елип берилиш тәйярлиқини пухта елип барған болуп, мусабиқә җәрянида һәр қандақ йүз бериш еһтималлиқи болған вәқәләргә тақабил турушқа капаләтлик қилинидиғанлиқини билдүргән.
Үрүмчидики мәмурий идарә - орган һәмдә асаслиқ кочиларда һәр йүз метирда бирдин пос турушқа башлиған болуп, пәқәт үрүмчи шәһәрлик тәңритағ райони тәвәсидила 1155 хадим кочиларни чарлимақта икән. Буниң алдида үрүмчидә коча аптобусида һәмдә аммиви сорунларда амминиң сомкисини ечип тәкшүрүш йолға қоюлған иди.
Үрүмчи даирилиридин игилигән учурлардин ашкарлинишичә, коча һәмдә аммиви сорунларға қоюлған чарлаш хадимлири асасән мәһәллә комитетиниң мәмурий хадимлири шундақла тәшкилләнгән адәттики хизмәттики пуқралар болуп, уларға бихәтәрлик қоғдаш хадими намида кишиләрни ахтуруш, тәкшүрүш, қолға елиш һоқуқлири берилгән.
Хитай даирилириниң нөвәттә олимпик үчүн көрситиватқан биһудә сәзгүр ипадиси һәмдә бу хил алаһидә бихәтәрлик тәдбирлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учримақта.
Хитай даирилири бейҗиң олимпикиниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн бир милйондин көпрәк хадимни ишқа селиватқан болуп, буниң ичидә пәқәт һәрбий һәм сақчи күчи 100миңдин ашиду.