Қәшқәрдә " оттура асия, ғәрбий вә җәнубий асия сода йәрмәнкиси" өткүзүлди

Уйғур елиниң җәнубидики әң чоң шәһәр, уйғурларниң қәдими дияри қәшқәр шәһиридә икки - үч күндин буян қәшқәр оттура - ғәрбий вә җәнубий асия сода йәрмәнкиси өткүзүлди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.29

 Хитай мәркизий һөкүмитиниң қәшқәрни оттура, ғәрбий вә җәнубий асия иқтисади чәмбирики қилиш истратегийилик орунлаштурушиниң бир ипадиси һесабланған мәзкур йәрмәнкигә қошна дөләтләрдин пакистан, таҗикистан, қирғизистан, қазақистан, түркийә, өзбекистан вә башқа бир қисим дөләтләр һәм хитайниң ичкири өлкилириниң карханчилири қатнашқан болуп, гәрчә сүпәт вә сода миқдари һәм җәлп қилинған херидарлар җәһәтләрдин үрүмчи йәрмәнкиси, гуаңҗу йәрмәнкилиридин көп арқида болушиға қаримай, қәшқәр йәрмәнкисидиму көрүнәрлик нәтиҗиләр һасил қилинғанлиқи муәййәнләштүрүлмәктә.

Шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, җәмий үч қетим өткүзүлгән бу йәрмәнкидә 391 түр бойичә 14 милярд йүән қиммитидә сода келишими түзүлгән. Хитай һөкүмити қәшқәрни хитайниң шәрқий районлириниң маллирини ғәрб тәрәпкә чиқириштики муһим база, ғәрбий әлләрниң маллирини шәрққә киргүзүп сетиштики мәркәз қилиш пиланини түзгән болуп, шу мәқсәт билән қәшқәрни хитайниң ғәрбий тәрипидики шенҗен қилиш үчүн тиришмақта.

Қәшқәр һиндистан, таҗикистан, пакистан, қирғизистан, афғанистан қатарлиқ бәш дөләт билән чегрилиништәк муһим җуғрапийилик әвзәлликкә игә. Бу һал хитайниң кәлгүсидики җәнубий асия, һинди окян дөләтлири, оттура вә ғәрбий асия һәрбий - сияси һәм иқтисадий шуниңдәк енергийә истратегийисидә муһим рол ойнайдиғанлиқини көрситидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.