Хитай, йеңи қирғизистан һөкүмитиниң давамлиқ "террорчи" ларға зәрбә бериштә һәмкарлишишини үмид қилиду
2005.03.29
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни қирғизистан йеңи һөкүмитиниң " террорчилиққа қарши туруш" та бейҗиң билән һәмкарлишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити даим уйғур мустәқилчилириниң паалийәтлирини "террорчилиқ" билән әйибләйду.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав баянатида "биз қирғизистан билән болған хошнидарчилиқ мунасивитимизниң дәхли- тәрузға учримаслиқини, шундақла террорчилиққа қарши һәмкарлиқимизниң давамлишишини үмид қилимиз", деди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, қирғизистанниң тәхттин чүшкән президенти әсқәр ақайеф хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилирини бастурушидики күчлүк қоллиғучилириниң бири иди. Хитай һөкүмити униң һакимийитидин пайдилинип, қирғизистанға йошурунған уйғур паалийәтчилирини тутқун қилған.
Бир қисим анализчилар, йеңи һөкүмәтниң қирғизистанниң ташқи сияситидә өзгириш ясимаслиқи мумкинликини оттуриға қоймақта. Бирақ, қирғизистанниң йеңи рәһбәрлири техи хитай билән мунасивитидики мәйданини очуқ билдүрмиди. Нөвәттә һоқуқ игилигән қирғизистан өктичилириниң рәһбәрлири илгири әсқәр ақайеф һөкүмитиниң хитай һөкүмити билән бирлишип, уйғур мустәқилчилирини бастуришини тәнқид қилған иди. (Арзу)