Керийидә йеза нопусиниң йерими ишқа орунлаштуруш баһанисида сиртларға йөткәлгән
2007.11.20
Хитай һөкүмити уйғурларниң һәм уйғур тәшкилатлириниң, җүмлидин кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң тәнқидлиригә қаримай, давамлиқ түрдә ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштуруш баһанисида уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситини елип бармақта. Бу һәқтә тәшвиқатини күчәйтмәктә.
Уйғур елидики хитай һөкүмәт торлиридин ашкарилинишичә, хитай даирилири хотән вилайити керийә наһийисидики ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштурушни пилан буйичә әмәлийләштүрүватқан болуп, бир наһийә өзидинла һазирға қәдәр 15миң 558 адәм ишқа орунлаштуруш баһанисида сиртларға йөткәлгән, бу кирийә йеза нопусиниң йеримини тәшкил қилидикән.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, сиртларға йөткәлгән әмгәк күчлириниң 351 и хитай өлкилиригә йөткәлгәнләр икән. Хитай һөкүмити йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити буйичә,асасән уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр, хотән, ақсу, қизилсу қатарлиқ җәнубий райондики той йешидики уйғур қизларни хитай өлкилиригә түркүмләп йөткимәктә.
2007 - Йили хитай һөкүмити уйғур елидин хитай өлкилиригә җәмий 1милйон 200 миң әмгәк күчини йөткәшни пиланлиған. Гәрчә хитай һөкүмити мәзкур сияситини намрат деһқанларни бай қилишниң йоли дәп көрситиватқан болсиму, әмма уйғурлар тәрипидин бу уйғур нопусини контрол қилиш, әрзан қул қилиш вә ирқий ассимилятсийә қилиш сиясити дәп әйибләнмәктә шундақла бу нөвәттә хәлқарада давам қиливатқан уйғур кишилик һоқуқ давасидики өткүр мәсилиниң биригә айланди.
Радиомизға уйғурлардин кәлгән инкаслардинму, уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткиливатқанлиқи һәм хитай завутлирида түрлүк зомигәрлик һәм хорлуққа дучар болуватқанлиқи мәлум. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди
- Рабийә қадир ханим хитайниң адәм әткәсчилики һәққидә испат бериду
- Хитай маарип министирлиқи қорамиға йәтмигән оқуғучиларни ишләмчиликкә қобул қилишни тосаш уқтуруши чиқарди
- Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
- Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
- Хитай һакимйитиниң аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йүзләндүрүш" сияситиниң сири
- Хитайда бала ишчиларни експилататсийә қилиш мәсилиси күнсери җиддийләшмәктә
- Үрүмчидә хизмәтчи қобул қилиш һәққидә чапланған бир хитайчә елан интернеткә чиқти
- Хитайниң шәнши өлкисидә йәнә қул ишчилар байқалди