Уйғур илидин хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп әмгәккә селинған қизларниң бир қисими қайтип кәлди
2007.12.11
Хитай ахбарат васитилири бәргән хәвәрләрдин мәлум болушичә, 10 - декабир хитайниң җеҗяң өлкиси пиңху шәһиригә җайлашқан мәлум завутқа ишләмчиликкә елип кетилгән бир қисим уйғур қизлири юртиға қайтип кәлгән. Бу нөвәт қайтип кәлгән қизларниң көпинчиси йеңисар наһийиси тәвәсидин бу йил 3- айда хитайниң җеҗяң өлкисигә елип кетилгән болуп, бу қизларниң ашу өткән 9 ай җәрянида хитай өлкисидә немә ишларға селинғанлиқи вә хизмәт тәртипиниң қандақлиқи техи нурғун адәмләргә қараңғу. Һалбуки, биз бурун хитай завутлиридин қечип кәлгән уйғур қизлардин игилигән мәлуматларға қариғанда, улар җисманий хорлуққа учриған икән.
Хитайниң уйғур илкидики һөкүмити вә йәрлик һөкүмәт аппаратлири 2006- йилиниң ахиридин башлапла уйғур қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий тошуп келиватқан болуп, хитайниң бу қилмиши дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларниң қаттиқ әндишигә салған вә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тиришчанлиқи арқисида дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғиған иди.
Америка ташиқи ишлар министирлиқи адәм әткәсчиликигә қарши туруш вә көзитиш идарисиниң башлиқи, баш әлчи марк логан, уйғурларниң адәм әткәсчилик қилмишиниң зиянкәшликигә учраватқанлиқини әскәртип, уйғур қизларни мәвҗут шәртләр билән ичкири өлкиләрдә ишләшкә мәҗбурий йөткәш һәрикити раст болса, бу адәм әткәсчилик қилмишиға ятидиғанлиқини билдүргән иди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитайниң бу бир түркүм уйғур қизлирини туюқсиз йөткәп келиши қандақтур бир тасадипий әһвал болмастин, бәлки хитай мушу җәһәттә башқа әлләрниң бесимиға учриған болуши мумкин икән.
Дилшат ришит йәнә, гәрчә хитайниң мәзкур уйғур қизлириниң бир қисмини қайтуруп келип барлиқ ахбарат орунлирида тәшвиқ қилишидики сәвәбни дуня җамаәтчиликини алдаш вә техиму көп қизларни хитай өлкилиригә елип китишидики һелиси болсиму, әмма бу бир түркүм қизларниң өз юртлириға қайтип келиши йәнила яхши иш икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизилсу аптоном областидин 60 миң деһқан ишқа орунлаштуруш баһанисида юртидин йөткәлди
- Керийидә йеза нопусиниң йерими ишқа орунлаштуруш баһанисида сиртларға йөткәлгән
- Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди
- Рабийә қадир ханим хитайниң адәм әткәсчилики һәққидә испат бериду
- Хитай һөкүмити уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш пиланини җиддий елип бармақта
- Уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш ишлири давамлашмақта
- Хитай һөкүмитиниң уйғур йеза ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити тосалғуға дуч кәлмәктә
- Дуня уйғур қурултийи кучада қизлирини қоғдиған ата - аниларниң бесиқтурулғанлиқини әйиблиди
- Қумул шәһиридә ешинчи әмгәк күчлирини йөткәш пилани % 87 орундилип болған
- Хитайниң уйғур деһқанларни хитай өлкилиригә йөткәш сиясити изчил давамлашмақта
- Австралийә гезитлири оғрилап кетилгән уйғур балилириниң хитай өлкилиридә янчуқчилиққа селиниватқанлиқини ашкарилиди
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар