Уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида, аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, һазирдин башлап һәр қайси дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик органлириниң, һәр хил җинайи ишларға қаттиқ зәрбә бериш һалитини давамлиқ сақлаш билән биргә, қорал-ярақ, оқ-дора вә партлатқуч боюмларға болған контроллуқни техиму чиңитиши лазимлиқини җакарлиди.
Районлуқ җамаәт хәвпсизлик идарисиниң муавин башлиқи лю кечинниң билдүрүшичә, һәр қайси дәриҗилик җ х хадимлири пүтүн аптоном район бойичә тапанча, партлатқуч вә химийивий боюмларни кәң көләмлик ахтуруш һәрикитини елип берипла қалмастин, шундақла һөкүмәт хадимлириға берилгән тапанчилар үстидинму омумийүзлүк тәкшүрүш елип баридикән һәмдә тизимға елинмиған вә һөкүмәтниң қорал бериш шәртлиригә тошмиған барлиқ тапанчиларни мусадирә қилидикән.
Уқтуруш бойичә йәнә, 8 -айниң 20 - күнидин башлап, һәр қайси идариләрдики қорал берилгән хадимларниң үрүмчи, қәшқәр вә ғулҗа шәһәрлиригә қораллиқ киришиму чәклинидикән. Шундақла һәр қайси дәриҗилик җ х идарилириму һазирдин башлап аптоном районниң 50 йиллиқи мәзгилигичә, тапанча, оқ-дора, партлатқуч боюмлар вә зәһәрлик газ қатарлиқ хәтәрлик боюмларни беҗириш рәсмийәтлирини вақитлиқ тохтитидикән.
Хитай даирилири уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мабәйнидә, бу йәрдә һәр хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришидин әндишә қилип бу бәлгилимини чиқарған болуп, улар йәнә, аптоном район бойичә " қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни җиддий елип бармақта.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, уйғурларниң әзәлдин аптоном районни етирап қилип бақмиғанлиқини, шу сәвәбтин хитай һөкүмити уйғурларниң сиясий әркинликини боғуп қурувалған бу аптоном районниң 50 йиллиқида, уйғурларниң нарази болушидин әндишә қилип, җәмийәт аманлиқини сақлашқа алаһидә күч чиқириватқанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқ хатирә күни мунасивити билән контроллуқини күчәйтти
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди
- Д у қ хитайниң аз санлиқ милләтләргә бәргән вәдилиргә әмәл қилмиғанлиқини әйиблиди
- Исмайил тиливалди: ш у а р ниң 50 йиллиқини тәбрикләш зор сияси вәқә
- Хитай даирилири үрүмчидә бир ай ичидә миңға йеқин кишини қолға алди