Қәшқәрдә кадирларға қаритилған хитай тили тәрбийиси күчәйтилмәктә


2005.04.26

Қәшқәр вилайити өткән йили хитай тили лаяқәт имтиһанидин өтмигән бир қисим йеза- кәнтләрниң башлиқлирини хизмитидин шалливәтти.

Қәшқәр вилайәтлик һөкүмәт учур ториниң хәвиридин ашкарилинишичә, қәшқәр вилайити өз тәвәликидики 167 йеза-кәнтләрниң үч йүздин артуқ биринҗи қол мәсуллиридин " қош тиллиқ" имтиһан елип, лаяқәтлик болмиғанларни хизмитидин йөткигән. Әмма, хәвәрдә қанчә кадирниң бу сәвәбтин хизмитидин шалланғанлиқи тилға елинмиған.

Хәвәрдә көрситилишичә, қәшқәр вилайәтлик тәшкилат бөлүми бу арқилиқ, миллий кадирларниң хитай тили өгиниш " қизғинлиқи вә актипчанлиқи" ни ашурған. Улар йәнә кийинки бәш йил ичидә қәшқәрдики 45 яштин төвән " қош тиллиқ" болмиған 40 миңға йеқин кадирни " қош тиллиқ" қилип тәрбийиләш хизмитини тамамлашни пиланлимақта икән.

Қәшқәр вилайәтлик һөкүмәттә нөвәтчилик қиливатқан бир хадим, телефон зияритимизни қобул қилип, қәшқәрдә пәқәт миллий кадирларғила " хитай тили" өгиниш тәлипи қоюливатқанлиқини билдүрди, хитайларға уйғур тили өгиниш тәлипи қоюлмиғанлиқини ейтти.

Буниң алдида, радиомизниң һәқсиз линийисигә телефон қилған бир қисим кишиләр, уйғур ели тәвәсидә хитай тили билмигән нурғун миллий оқутқучилар вә кадирларниң хизмитидин айрилиш тәһдидигә дүч келиватқанлиқини, хитай тилини билишниң нөвәттә хизмәт тепиштики әң муһим өлчәмгә айлинип қалғанлиқини инкас қилған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.