Уйғур елидики "оқутқучилиқ кенишкиси" болмиған оқутқучилар чикиндүрүлиду


2005.05.19

Уйғур аптунум районлуқ маарип назарити уйғур елидә киләр йили 2 - айниң 1 - күнигичә "оқутқучилиқ лаяқәт кенишкиси" алалмиған һәр қандақ оқутқучиниң маарип саһәсидин чикиндүрүлидиған вә яки иштин бошитилидиғанлиқини рәсмий елан қилди.

"Үрүмчи кәчлик гезити" ниң хәвиридин ашкарилинишичә, бу йиллиқ " оқутқучилиқ лаяқәт кенишкиси" гә илтимас қилиш вақтиниң ахирқи чеки 17 - июн күни қилип бекитилгән.

Хитай һөкүмити 2004 - йили 2 - айдин башлап, уйғур елидики башланғуч мәктәпләрдин тартип алий мәктәпләргичә болған барлиқ мәктәпләрдики оқутқучилардин 2006 - йилиғичә " оқутқучилиқ лаяқәт кенишкиси" елишни тәләп қилған иди.

Хәвәрдин мәлум болушичә, " оқутқучилиқ лаяқәт кенишкиси" елишта миллий оқутқучилардин кәспий имтиһанларда лаяқәтлик болуштин сирт, йәнә асаслиқи" хитай тили сәвийә имтиһани" дин өтүш шәрт қилинған.

Бир қисим уйғур көзәткүчилири," оқутқучилиқ лаяқәт кенишкиси" елишта хитай тили сәвийисиниң асас қилинғанлиқи, тәҗрибилик миллий оқутқучиларниң маарип сепидин қалдурулуп, уйғур миллий маарипиниң чекинишини кәлтүрүп чиқиришидин әндишә қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.