Исмаил тиливалди қош тиллиқ маарипни күчәйтишни тәләп қилди


2005.12.04

Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди аптоном район бойичә өткүзүлгән қош тиллиқ оқутуш хизмәт йиғинида қош тиллиқ оқутушниң сүритини омумий йүзлүк техиму тезлитишни тәләп қилған.

Бу һәқтә хәвәр тарқатқан хитай һөкүмитиниң авази һесаблинидиған шинҗаң радио истансисиниң хәвәр ториниң йезишичә, аптоном районлуқ һөкүмәт йеқиндин буян қош тиллиқ маарип үчүн зор миқдарда мәбләғ аҗратқан болуп, миллий мәктәпләр билән хәнзу мәктәпләрниң қошуветилиш сүритини тезләткән.

1999-Йили пүтүн уйғур аптоном районидики 27 оттура мәктәптә қош тиллиқ синип тәшкил қилинип, оқуғучи сани 2600 нәпәр болған болса, һазир қош тиллиқ оқутуш синиплириниң сани 4500 дин ешип, оқуғучилар 145 миңға йәткән. Аз санлиқ милләт балилириниң хитайчә мәктәпкә кириш нисбити шәһәр-йезиларда %20 ашқан,һәтта бәзи җайларда 50% кә йәткән. Қош тиллиқ оқутуш оттура мәктәптин башланғуч мәктәпкә һәтта башланғучқа кириш тәйярлиқ синиплириғичә шуниңдәк йәнә шәһәрләрдин йеза- қишлақларғичә қатламму-қатлам тәрәққи қилишқа башлиған.

Исмаил тиливалди " оттура вә башланғуч мәктәпләрдә қош тиллиқ оқутушни йолға қоюш, аз санлиқ милләтләрниң маарип сапасини өстүриду. Бу аз санлиқ милләтләрниң йеңи типтики талант игилирини тәрбийиләштики әң биваситә вә әң үнүмлүк өткәл болуп, у һәр қайси милләтләрниң ортақ гүллиниш вә алға бесиши әмәлгә ашурушниң зор истратегийилик чарисидур" дегән. Исмаил тиливалди қош тиллиқ маарипни техиму тезлитишни тәләп қилған.

Бирақ, қош тиллиқ маарипи һәққидә уйғурлар арисида түрлүк наразилиқ инкаслири болмақта, уйғур дияриниң ичидики кишиләр өз наразилиқлирини ашкарилаштин қорқсиму, әмма чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң җүмлидин уйғур тәшкилатлириниң ейтишичә, хитайниң қош тиллиқ маарипи дегини әмәлийәттә уйғурларниң тилини йоқитиш вә уйғур мәдәнийитини ассимилятсийә қилип, хитайлаштуруш дегәндин башқа нәрсә әмәс. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.