Нур бәкри: қош тиллиқ маарипни қилчә иккиләнмәстин илгири сүримиз
2006.11.16
Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тәйинлигән әмәлдари нур бәкри, хотән районида қош тиллиқ маарипни, қилчә иккиләнмәстин илгири сүрүш билән биргә радио - телевизийә хизмитини алаһидә күчәйтишни оттуриға қойған.
Хитай хәвәр агентлиқлири пәйшәнбә күни, нур бәкриниң хотән районидики мәктәпләрдә тәкшүрүш елип барғанда , уйғур оқуғучилардин хитай тили өгиниш тиришчанлиқини алаһидә ашурушни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Нур бәкри хотәндә, маарип орунлириниң пүтүн күчини сәрп қилип, қош тиллиқ оқутқучи камчиллиқини толдуруш, қилчә иккиләнмәстин қош тил өгиниш , тарихқа мәсул болуш, хәлққә мәсул болуш, келәчәккә мәсул болуш позитсийиси асасида әтраплиқ һалда қош тил маарипини тәрәққи қилдуруш керәкликини оттуриға қойған.
Нөвәттә уйғур елидә елип бериливатқан маарипни хитайчилаштуруш сиясити, чәтәл кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин қаттиқ тәнқид қилинмақта, чүнки мәзкүр тәшкилатларниң қаришичә, бир милләт маарипиниң орниға башқа ят милләтниң маарипини дәсстиш, милләтни асмилиятсийә қилип йоқитишниң муһим қәдими һесаблинидикән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решитниң ейтишичә, хитай даирилири қош тил маарипини йолға қойғандин буян, уйғур оқуғучиларниң алий мәктәпкә кириш нисбити алаһидә төвәнләпла қалмастин, уйғурларниң ишсизлиқ нисбитиму күндин - күнгә көпәйгән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
- У а р да хитай тили өткилигә қатнишидиған уйғур оқутқучиларниң яш чәклимиси қисқартилди
- Нур бәкри: қош тиллиқ оқутушни пүтүн күч билән илгири сүрүш керәк
- Нур бәкри, уйғур ели "тарихтики әң әвзәл шараитта" дәп көрсәтти
- Хитай аз санлиқ милләтләр мәдәнийитигә қарита ассимилятсийә қилиш сияситини рәт қилди