Уйғур елидә хитайчә маарипни кеңәйтиш үчүн "хитайчә сөзләйдиған боғунлар" ни таллап тәшвиқ қилмақта
2006.12.10
Хитай даирилири билән уйғур ели маарип тармақлири, уйғур елидә аз санлиқ милләтләргә қарита хитайчә маарипни омумлаштурушни тезлитиш мәқситидә, бу йил 15 - сентәбирдин башлап хитайчә сөзләйдиған боғунлири таллаш арқилиқ тәшвиқат елип беришқа башлиған иди.
Уйғур елиниң маарип хәвәрлиридин мәлум болушичә, "хитайчә сөзләйдиған боғунлар" намида хитай тилида яхши сөзләйдиған аз санлиқ милләт балилирини таллаш 12 - айниң 9 - күни ахирлашқан болуп, бу мусабиқә характерлик таллашта уйғур елидин җәмий 30 балини таллап қош тиллиқ илғар бала" мукапатини бәргән.
Ашкарилинишичә, хитай тилида сөзләйдиған боғунларни таллаш мусабиқисигә уйғур елидики бәш яштин 15 яшқичә болған 40 миң өсмүр балилар таллап қатнаштурулған болуп, н мусабиқә җәряни радио теливизийиләрдә кәң тәшвиқ қилинған.
Уйғур елидики бәзи ата анилар һәмдә маарипчилар хитай һөкүмитиниң балиларни мусабиқигә селиш арқилиқ тәшвиқат елип беришниң хаталиқини көрситип "хитай һөкүмитиниң пәқәт хитай тилини яхши сөзләйдиған балиларнила ‘илғар бала’ дәп мукапатлап тәшвиқ қилиши, өз ана тилида яхши сөзләйдиған нурғун уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилирини кәмситкәнлик билән баравәр" дәйду.
Хитай һөкүмити һазирға қәдәр 150 миң аз санлиқ милләт балилириниң хитайчә маарипни қобул қилишини әмәлгә ашурған болуп, -2010 йилиға барғанда уйғур елидә җәмий 258 миң балиниң бағча маарипидин башлап пүтүнләй хитай тилида тәрбийиләшни пиланлимақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Нур бәкри: қош тиллиқ маарипни қилчә иккиләнмәстин илгири сүримиз
- Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
- У а р да хитай тили өткилигә қатнишидиған уйғур оқутқучиларниң яш чәклимиси қисқартилди
- Уйғур аптоном районида йәсли балилириниң тамақтин зәһәрлиниш вәқәси йүз бәрди
- Нур бәкри: қош тиллиқ оқутушни пүтүн күч билән илгири сүрүш керәк









