Хитай һөкүмити уйғур әвладлирини хитай маарипида тәрбийиләш көлимини йәнә бир қәдәм кеңәйтти


2007.02.15

Хитай даирилири бу йил хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синипиға қобул қилидиған оқуғучилар санини көпәйтиш билән биргә, уйғур аптоном райониниң өзидә хитай тили толуқ оттура синипи тәсис қилидикән.

Хитай ахбарат вастиилириниң 15 ‏- феврал күнидики хәвәрлиридин ашкарилинишичә, бу йил хитай өлкисигә қобул қилинидиған оқуғучилар сани әслидики 3990 кишидин 5000 кишигә йәткүзилидикән.

Буниңдин сирт аптунум районлуқ малийә назаритиниң бивастә мәсуллиқида, уйғур елиниң өзидә ечилған " шинҗаң толуқсиз оттура синипи" ни пүттүргән оқуғучиларниң толуқ оттурида оқуш қейинчилиқини һәл қилиш үчүн, " шинҗаң толуқ оттура синипи" дин 8 и ечилидикән.

Аптонум районлуқ маарип назаритиниң билдүрүшичә, дөләтниң шинҗаң маарипиға көрсәткән ярдиминиң күчийишигә әгишип, хитай өлкилиридики " шинҗаң толуқ оттура синипи" йилдин ‏- йилға кеңийишкә башлап, мәктәп санини 45 кә йәткүзгән. Нөвәттә оқуғучилар сани 10 миңдин ашқан.

Хитай һөкүмити гәрчә мәзкүр маарип сияситини, хитай болмиған аз санлиқ милләт маарипиниң сүпитини юқири көтүрүш үчүн дәп қариған болсиму, бирақ чәтәлләрдә уйғурларниң кишилик һоқуқ вә демократийиси үчүн паалийәт елип бериватқан тәшкилатлар, буни маарип сүпитини юқири көтүрүш әмәс, бәлки уйғурларниң маарипини йоқ қилип, уйғур әвладлирини " өзи уйғур, тили хитай " қилип йетиштүрүштәк асмилиятсийә қилиш сиясити дейишмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.