Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә


2007.04.13

Хитай һөкүмити уйғур елидә "қош тил" маарипини йезилардики кәнтләрниң тәйярлиқ синиплириғичә кеңәйтиш қәдимини тизләтмәктә.

Қәшқәр һөкүмәт учури торида 13 ‏- март берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, қәшқәрниң маралбеши наһийиси тәвәсидә "қош тил" маарипи омумлаштурулған йәслиләрдики тәйярлиқ синиплири сани 73 кә, оқуғучиларниң сани 2584 кә йәткән.

Хитай йәнә "қош тил" маарипини кәнт дәриҗилик йәслиләргичә кеңәйтиш үчүн бир қатар тәдбирләрни түзүп чиққан вә "қош тил" йәсли тәйярлиқ синиплири асасий муәссәси қурулуши вә қаттиқ детал қурулуши елип беришта, омумий кирими 150 миң йүәндин юқири болған һәр бир кәнттә "қош тил" йәсли тәйярлиқ синипидин бирини қурушни тәләп қилған. Шуниң билән бир вақитта, һәрқайси йезилар өз алдиға 6 милйон йүәндин артуқ мәбләғ тәйярлап ул қурулуши, әслиһәләрни сетивелиш вә хизмәтчи хадимларниң муаш тәминати үчүн ишлитишни оттуриға қойди.

Хәвәрдә ейтилишичә, маралбеши наһийисидә бу йил йәнә йеңидин 30 "қош тил" йәслиси қорулидиған болуп, буниң 50 пирсәнтини кәнт дәриҗилик "қош тил" йәслилири игиләйдикән.

Биз бурун игилигән мәлуматларға асасланғанда, қәшқәр вилайити һәр йили 30 милйон йүән мәбләғ сәрп қилип аз санлиқ милләт деһқанлириға хитайчә өгитишкә башлиған. Шундақла уйғур елидә "йеза яшлиридин 10 миңни қош тил бойичә тәрбийиләш" пиланиға асасән ақсуниң бай наһийисидиму "қош тил" синақ синиплирини ачқан иди.

Бу йил хитай һөкүмити уйғур елидә хитай тилини омумлаштуруш мәблиғини зор дәриҗидә көпәйткән болуп, пәқәт "қош тиллиқ оқутқучилар" ни тәрбийиләшкә 200 нәччә милйон йүән аҗратқан.

Хәлқарадики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң өз тилини уйғур йезилиридики йәслиләргичә кеңәйтиши, һәтта уйғур балилирини йәслидин башлап хитайчә маарип тәрбийисидә тәрбийиләш пилани, қандақтур хитайниң уйғур елиниң тәрәққияти үчүн көрситиватқан сахавити болмастин, бәлки, уйғурларни тәл-төкүс ассимилятсийә қилиш сүйиқәстиниң типик намайәндиси икән.

Уйғур мутәхәссисләр, әгәр мушу пети кетивәрсә, уйғур миллий маарипи үзүл- кесил бәрбат болиду, уйғурларниң миллий кимлики пүтүнләй хунүклишиду, муһими, уйғурларниң миллий мәвҗутлиқи зор тәһдиткә учрайду, дәп қарашмақта. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.