Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә


2007.06.18

Тәңритағ ториниң 16 - июн бәргән хәвәрдә көрситилишичә, һазирға қәдәр йеңишәһәр наһийә тәвәсидики 50 йезиға 82 қош тил йәслиси қурулуп, қош тили синиплири 116гә, бу синипларда оқуватқан хитай болмиған балиларниң сани бәш миңға йәткән.

Мәлум болушичә, бу хил оқуватқан оқуғучиларниң сани пүтүн наһийә тәвәсидики йәсли йешидики балиларниң 40 пирсәнтини тәшкил қилидикән.

Өткән йили декабирда тәңритағ ахбарат тори, уйғур елидә "қош тил "синиплириниң 5миңға, оқуғучиларниң сани 150 миңға йәткәнликини хәвәр қилған һәмдә хитай һөкүмитиниң қош тили синип даирисини "башланғуч мәктәптин, йәслиләргә, йезилардин кәнтләргә кеңәйтиш" истратегийсини вә кәлгүси бәш йил ичидә, ақсу, қәшқәр вилайәтлири вә или қазақ аптоном области қатарлиқ 7 вилайәт областлар вә 56 наһийидә 1009 "қош тил" синипи қуруш, 2010- йилиға кәлгәндә 258 миң нәпәр хитай болмиған оқуғучиларни йәслидин башлапла хитайчә оқутуш қурулуши үчүн уйғур аптоном районниң 430 милйон йүән мәбләғ аҗратқанлиқини ашкарилиған.

Хитайлар "қош тили" маарипини уйғур елидики хитай болмиған милләтләрниң маарип сапасини өстүрүш вә намратлиқтин қутулуш йолиға елип маңиду дәп сүпәтләп келиватқан болсиму, әмма чәт әлләрдики уйғур зиялийлар хитайларниң аталмиш "қош тили" истиратегийиси уйғурлар вә башқа хитай болмиған милләтләрниң миллий кимликини аҗизлаштуруп , уларни хитайларға ассимилятсийә болуп кетиш йолиға елип маңиду дәп қарашмақта.(Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.