"Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
2007.07.24
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси 24 - июл күни хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан қош тиллиқ маарип сиясити һәққидә " хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған " дегән темида мәхсус испатлиқ доклат елан қилип , уйғур тили вә мәдәнийити хитай һөкүмитиниң мәзкур сияситиниң қаттиқ һуҗумиға учримақта дәп оттуриға қойди.
Шундақла доклатта йәнә , қош тиллиқ маарип елип кәлгән әкс тәсирләрни төвәндикидәк бир қанчә нуқтидин шәрһиләйду.
--Аталмиш қош тиллиқ маарипи уйғур тилиниң шәрқий түркистандики асаслиқ ролини йоқатмақта
--Қош тиллиқ маарипи уйғур балилирини йәслидин башлапла өз ана тили вә миллий мәдәнийитидин йирақлаштурмақта
--Қош тил маарипи сиясити буйичә барлиқ мәктәпләр маарипи хитайчилаштурулуп, уйғур оқутқучилар дәрс мунбәрлиридин қоғланмақта
--Хитай өлкилиридә ечилған шинҗаң синиплириға апирилған уйғур балилири өз юрти , ата - аниси һәмдә тил, мәдәнийәт вә яшаш муһитидин йирақлаштурулмақта
--Қош тиллиқ маарипи уйғур ата - ана вә балилар йәни әҗдатлар билән әвладлар оттурисида тил тосалғусини пәйда қилмақта
--Қош тиллиқ маарипи шәрқий түркистанда уйғурлар билән хитайлар оттурисидики сүркилишни күчәйтмәктә
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәрипидин елан қилинған мәзкур доклатта, уйғур тили һуҗумға учримақта дейиш арқилиқ қош тиллиқ маарипиниң шәрқий түркистандики уйғур оқуғучилар, оқутқучилар һәмдә ата аниларни амалсиз һаләткә қоюп мәзкур сиясәткә мәҗбур қилғанлиқини һәмдә қош тиллиқ маарипи сияситиниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан башқа сиясәтлиригә охшашла уларни миллий кәмситишкә учритиватқанлиқини ечип бәргән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә
- Хитай уйғур елидики "қош тил" маарипи қәдимини йезиларғичә кеңәйтмәктә
- Хитай "қош тил маарипи" мәблиғини йәнә көпәйтти
- Хитай һөкүмити уйғур елидә қош тиллиқ оқутқучи тәрбийиләш үчүн техиму көпләп мәбләғ салмақта
- Уйғур елидики қош тиллиқ оқутқучиларни тәрбийиләш хизмити башланди
- Хитай һөкүмити уйғур әвладлирини хитай маарипида тәрбийиләш көлимини йәнә бир қәдәм кеңәйтти