Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди


2007.07.29

28- Июл күни үрүмчидә хәлқаралиқ қош тиллиқ маарип илмий муһакимә йиғини ечилған болуп, бу йиғинға хитай, японийә, корийә, моңғулийә, түркийә, өзбекистан, қирғизистан, қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң алимлири иштирак қилған.

Хитай ахбарат васитилириниң учурлиридин қариғанда, бу қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинни хитай аз санлиқ милләтләр қош тиллиқ маарип тәтқиқат җәмийити, шинҗаң университети вә уйғур аптоном районлуқ тил йезиқ комитети қатарлиқ орунлар бирлишип ачқан болуп, бу уйғур елидә ечилған тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ қош тиллиқ маарип мәсилисигә аит муһакимә йиғини болуп һесаблинидикән.

Йиғинда асаслиқи қош тиллиқ маарипниң 21-әсирдики тәрәққият мәсилилири вә йөнилиши шуниңдәк қош тиллиқ маарип нәзәрийиси вә усуллири муһакимә қилинған. Хәвәрдин қариғанда, хитай аз санлиқ милләтләр қош тиллиқ маарип тәтқиқат җәмийитиниң башлиқи диң венло " уйғур елидә қош тиллиқ маарипни тезликтә раваҗландуруш шинҗаңниң иқтисади вә җәмийәт тәрәққиятини тезлитиду вә оттура асия һәм әтраптики дөләтләргә яхши тәсир пәйда қилиду" дәп тәкитлигән.

Бирақ, уйғур паалийәтчилириниң қош тиллиқ маарип сиясити һәққидики көз қариши башқичә болуп, дуня уйғур қурултийиниң баянатчисиниң қаришичә, хитайниң қош тиллиқ маарипи дегини әмәлийәттә бир тиллиқ йәни хитай тиллиқ маариптин ибарәт болуп, бу бара-бара уйғур тилиниң ролини вә уйғур мәдәнийитини йоқитишни мәқсәт қилиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.