Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
2007.07.31
Хитай һөкүмити, уйғур елидә йолға қоюватқан қош тил маарип сияситини изчил күчәйтмәктә.
Хитай ахбарат вастилириниң йеқинда елан қилған хәвәрлиридин мәлум болушичә, 5 - қетимлиқ қош тиллиқ маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә ечилған болуп, йиғин хитай аз санлиқ милләтләр қош тиллиқ оқутуш тәтқиқат җәмийити, шинҗаң университети вә уйғур аптоном районлуқ милләтләр ишлири комитети тәрипидин өткүзүлгән, мәзкүр йиғин уйғур аптоном районда тунҗи қетим ечилған қош тиллиқ маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини һесаблинидикән.
Қош тиллиқ маарип вә инақ җәмийәт бәрпа қилиш дегән шуар бу қетимқи йиғинниң асасий темиси болуп, йиғинда йәнә, 21 - әсирдики қош тиллиқ маарипниң тәрәққият алаһидилики вә йүзлиниши, қош тиллиқ маарип нәзирийиси шуниңдәк усули қатарлиқ мәсилиләр хитайниң ичи вә сиртидин кәлгән мүтәхәсисисләр тәрипидин муһакимә қилинған.
Хитай һөкүмити, уйғур елидә " қош тил " маарипини йолға қоюшни тәшәббус қилип, алий, оттура мәктәпләрдә һәтта башланғуч мәктәпләрдә мәзкүр маарип түзүлмисини йолға қоймақта. Көзәткүчиләрниң ейтишичә, гәрчә " қош тил " маарипи дейилгән болсиму , әмма қош тилиниң йәнә бири һесабланған уйғур тили нөвәттә уйғур маарипида наһайити аз қоллинилмақта һәтта , пүтүнләй йоқ болуп кетиш хәвпкә дуч кәлмәктә икән.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәндиниң тәкитлишичә, хитай даирилири " қош тил маарипи" дәп чирайлиқ нам астида, пәқәт бир тил қоллинишни, йәни хитайда һөкүмран тил һесабланған хитай тилини қоллинишни шәрт қилған болуп, бу хитай чоң милләтчилики болупму , хитай болмиған милләтләрни йоқ қилиш сияситини ишқа ашурушни мәқсәт қилған икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- "Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
- японийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар токйо қатарлиқ шәһәрләрдә йипәк йоли сәнәт кечилики өткүзгән
- Атақлиқ усулчи дилнар абдулла намида мәдәнийәт фонди җәмийити қурулди
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Уйғур милли маарипи һәқиқәтән дәвирниң кәйнидә қалдиму ?
- Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә