Хитай уйғур елиниң наһийә - йезилирида " қош тиллиқ " маарипни күчәйтмәктә
2007.08.09
Хитай даирилири" қош тиллиқ" маарип сияситини, уйғур илидики оттура , башланғуч мәктәпләрдила йолға қоюп қалмастин, бәлки наһийә - йезилардики йәслиләргичә йолға қоюшни күчәйтмәктә.
Тәңритағ ториниң пәйшәнбә күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, бу йил йеңишәһәр наһийиси йезиларда балилар йәслилирини қуруп, йәслиләрдә " қош тиллиқ " маарипни зор күч билән тәрәққи қилдурушни тәшәббүс қилған. Хәвәрдә йәнә , нөвәттә пүтүн йеңишәһәр наһийиси буйичә һәр қайси йезиларда қурулған " қош тиллиқ" балилар йәслиси 82 гә, йәслидики балиларниң сани 5430 ға йәткәнлики, йәслидә " қош тиллиқ " маарип тәрбийисини қобул қиливатқан балилар оқуш йешидики балилар омумий саниниң % 51 ини игиләйдиғанлиқи мәлум болған.
Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң " қош тиллиқ " маарипни күчәйтишидики мәқсидини, ноқул һалда уйғур пәрзәнтлирини өз ана тилидин мәһрум қалдуруш, уйғур маарипини бикар қилиш, нәтиҗидә уйғурларни асмилиятсийә қилиш сияситини ишқа ашуруштин ибарәт дәп қарап, уйғур маарипини қоғдашни, чәтәлләрдә елип бериватқан паалийәтлириниң муһим күн тәртипигә киргүзгән.
Уйғур тәшкилатлиридин башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириму, хитай даирилириниң уйғур елидә йүргүзүватқан " қош тиллиқ " маарип сияситини , уйғур миллий маарипиға қилинған һуҗум дәп қаримақта . (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- "Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Уйғур тили, америкидики индияна университетида оқоғучилар вә офетсирларға өгитидиған истратегийилик тиллар арисиға киргүзүлди
- Уйғур милли маарипи һәқиқәтән дәвирниң кәйнидә қалдиму ?
- Дуня уйғур қәләмкәшлири бирликиниң рәиси нюйоркта өткүзүлгән" дуня авазлири " фестивалиға қатнашти
- Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә