Уйғур елидики сәккиз шәһәрдә " шинҗаң толуқ оттура синиплири" тәсис қилинди
2007.08.26
Хитай даирилириниң уйғур елидики уйғур қатарлиқ хитай әмәс милләтләргә қаратқан қош тиллиқ маарип истратегийисиниң бир қисми һесаблинидиған хитай әмәс милләт балилирини ичкиридики толуқ оттура синиплириға елип берип тәрбийиләш сияситигә йеңи мәзмунлар қетилди.
Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тунҗи қетим уйғур елидики үрүмчи, санҗи, шихәнзә, қарамай, ақсу, корла, қумул қатарлиқ сәккиз шәһәрдики бир қисим оттура мәктәпләрдә йирақ чәт җайлардики оқуғучиларни қобул қилип, мәхсус тәрбийиләйдиған аптоном районниң ичидики толуқ оттура синиплири тәсис қилип, 9-айдин етибарән оқуш башлашни қарар қилған.
Хәвәрләрдин қариғанда, аптоном район даирилири 2004-йилидин етибарән уйғур елидә толуқсиз оттура синиплири тәсис қилип, бу йәрни пүттүргәнләрни ичкиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға әвәтишни бекиткән иди. Бу йил мәзкур толуқсиз оттура синиплирини пүттүргән оқуғучиларниң %85 ичкиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға әвәтилип, уларниң ичидики 160 нәччә киши йеңидин қурулған аптоном районниң ичидики бу толуқ оттура синиплириға қобул қилинған. Бу оқуғучилар түрлүк оқуш ярдәм вә параванлиқлардин бәһримән болидикән.
Инкаслардин қариғанда, балилириниң кәлгүсиниң яхши болмай қелишидин әнсиригән нурғунлиған уйғур ата-аниларниң пәрзәнтлирини ичкиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға беришқа интилиш вәзийити шәкилләнгән, уйғур тилиниң җәмийәттин сиқип чиқирилип, хитай тилиниң үстүнлүкни игилиши сәвәбидин уйғурлар пәрзәнтлириниң истиқбалидин әндишә қилип, уларни хитайчә мәктәпләрдә оқутушқа йүзләнгән.
Чәт әлләрдики уйғур маарипшунаслириниң ейтишичә, бу әһваллар уйғур мәдәнийитиниң кәлгүси үчүн пайдисиз амиллар болуп, тил вә миллий мәдәнийәт роһи аҗизлиған милләтниң истиқбали мәвһум болидикән.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду
- Хитай уйғур елиниң наһийә - йезилирида " қош тиллиқ " маарипни күчәйтмәктә
- Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- "Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Уйғур тили, америкидики индияна университетида оқоғучилар вә офетсирларға өгитидиған истратегийилик тиллар арисиға киргүзүлди
- Уйғур милли маарипи һәқиқәтән дәвирниң кәйнидә қалдиму ?
- Дуня уйғур қәләмкәшлири бирликиниң рәиси нюйоркта өткүзүлгән" дуня авазлири " фестивалиға қатнашти