Хитай, уйғур елиниң йеза кәнтлиригичә " қош тиллиқ " маарип сияситини кеңәйтмәктә
2007.09.01
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай даирилириниң уйғур елида йолға қоюватқан " қош тиллиқ" маарип сияситини қаттиқ тәнқид қиливатқан бир пәйттә, хитай ахбаратлирида " қош тиллиқ " маарипниң нәтиҗиси тәшвиқ қилинмақта.
Тәңри тағ ториниң 31 - авғуст күни елан қилинған бир хәвиридә, йәкән наһийисиниң бәшкәнт базиридики уйғур аһалилириниң асасән хитайчә билмәйдиғанлиқи, әмма бу җайда уйғур аптоном район бойичә һәтта хитайниң пүтүн мәмликити бойичә даңлиқ " қош тиллиқ " йеза мәктипиниң барлиқи тилға илинған.
Хәвәрдә, 1997 - йили қурулған йеза мәктипидә аран сәккиз уйғур оқуғучи бар болуп, мәктәп мудири хуаң миң оқуғучилар санини көпәйтиш үчүн, кәнттики аилиләргичә, етиз башлириғичә берип, оқуш йешидики балиларниң ата - анисини балилирини , " қош тиллиқ " мәктәптә оқутушқа қайил қилиш үчүн қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрсәткәнлики һәтта улар билән йимәк - ичмәк, йетип - қопушта биллә болуп оқуғучилар санини 1000 ға йәткүзгәнлики баян қилинған .
Төт йилдин буян бәшкәнт " қош тиллиқ " башланғуч мәктипини пүткүзгән оқуғучилар, район ичи хитай тил синипиға вилайәт бойичә әң көп қобул қилинған , уларниң йәнә бир қисимлири хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға қобул қилинған.
Хуаң миңниң тәшәббуси билән нөвәттә бәшкәнт даирлири оқуш йешиға йәтмигән уйғур пәрзәнтлирини, ятақлиқ түзүмдики " бағчилашқан мәктәп" тә тәрбийилимәктә икән.
Хитайниң наһийә, йеза вә кәнтләр бойичә " қош тиллиқ " маарип сияситини күчәйтиши, уйғурларниң маарипини әмәлдин қалдуруш шуниңдәк уйғур тилини йоқ қилиш икәнликини изчил түрдә тәкитләп келиватқан уйғур тәшкилатлири, бу һәқтә мәхсус программилар тәсис қилип, хәлқара җамаәтни бу мәсилигә әһмийәт беришқа чақирмақта. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидики сәккиз шәһәрдә " шинҗаң толуқ оттура синиплири" тәсис қилинди
- Уйғур елида намрат йеза - кәнтләрдики мәктәпләргә оқутқучи қобул қилиниду
- Хитай уйғур елиниң наһийә - йезилирида " қош тиллиқ " маарипни күчәйтмәктә
- Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- "Хитайниң қош тиллиқ маарипи уйғур тилини йоқитишни мәқсәт қилған" намлиқ доклат елан қилинди
- Уйғур елиниң җәнубий районлирида "қош тил" йәслилири көпәймәктә
- Уйғур елидин алий мәктәпкә тизимлатқан оқуғучиларниң сани зор дәриҗидә ешип кәткән
- Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида ' уйғур тили' му бар
- Уйғур тили, америкидики индияна университетида оқоғучилар вә офетсирларға өгитидиған истратегийилик тиллар арисиға киргүзүлди