Хитай, уйғур аптоном районидики оқуш йешиға тошмиған өсмүрләргә хитайчә өгитиш үчүн мәбләғ аҗратти


2007.11.14

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида оқуш йешиға тошмиған өсмүрләргә хитайчә өгитиш үчүн көпләп мәбләғ аҗратмақта.

Хитайниң 'тәңритағ тор бети'дә баян қилинишичә, аптоном районлуқ малийә назарити хотән, қәшқәр қатарлиқ йәттә вилайәт вә област даирисидики йеза-қишлақларда оқуш йешиға тошмиған 122 миң 939 нәпәр өсмүрләрни хитайчә оқутушни пиланлап, 'қош тиллиқ маарип' дегән нам астида 70 милйон 390 миң юән мәбләғ аҗратқан. Мушу пиланға киргүзүлгән өсмүрләр үчүн күнигә бир йерим юәндин турмуш ярдәм пули қошуп беришни бәлгилигән.

Уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида 'қош тиллиқ маарип'ни йолға қойғанлиқини, уйғур тилини йоқ қилип, уйғур аптоном районини хитайлаштурушни мәқсәт қилиду, дәп қарайду вә буниң әмәлий пакитлирини дуняға тонуштурмақта.

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети йеқинда елан қилған 2007 ‏- йиллиқ доклатиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий кимликигә қарита йүргүзгән 'қаттиқ зәрбә бериш' сиясити вә уйғур тилиниң даирисини чәкләш әмәлийити бивастә тәнқид қилинди.

Һазир уйғурларниң хитай коммунист партийисиниң 'хитайлаштуруш' сияситигә қарши һессиятини чүшиниватқан вә уйғурларға һесдашлиқ қилидиған дөләтләрниң сани барғансери көпәймәктә. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.