Ақсу вилайитидә " қош тил" маарипи оқуғучилириниң сани 300 миңдин ешип кәтти
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.06.23
2008.06.23
Хәвәрдә көрситилишичә, 2003 - йилидин башлап ақсу вилайити тәвәсидә " қош тил" маарипини йезилардики йәслиләргичә кеңәйтиш хизмити күчәйтилгән болуп, һазирчә бу хилдики оқутуш орунлири 407 гә, қош тил синиплири 1300 гә, оқуғучиларниң сани 50 миңға йәткүзүлгән.
Униңдин башқа йәнә, өткән бәш йил җәрянида мәзкур вилайәт тәвәсидә "қош тил" маарипи бойичә тәрбийә көргән аз санлиқ миләт оқуғучилириниң сани 300 миңдин ешип кәткән.
Һазир йәрлик хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүватқан "қош тил "маарипи сиясити уйғурларни қаттиқ әндишигә селиватқан мәсилиләрниң бири болуп, һазир чәтәлгә туғқан йоқлаш үчүн чиққан, нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир уйғур маарипчиниң билдүрүшичә, әмәлийәттә хитай тили оқутушини асас қилған һәмдә ассимилятсийә шәклидә йүргүзүлүватқан бу хил маарип түзүлмиси йәнә изчил давамлаштурулса, уйғурларниң миллй нәшриятчилиқни өз ичигә алған барлиқ саһәси пүтүнләй вәйран болидикән һәмдә нәшир қилиш, тәрәққий қилиш вә тарқитиш вастисидин айрилип қалған уйғурларниң ана тили еғир кризис астиға чүшүп қалидикән.