Хитай бу йил хитай өлкилиридики "шинҗаң синип " лириға 5 миң оқуғучи қобул қилмақчи


2008.02.04

Хитай мәтбуатлири бәргән хәвәрләргә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ маарип назарити бу йил йәнә хитай өлкилиридики толуқсиз вә толуқ оттура синиплириға 5 миң нәпәр оқуғучи қобул қилинидиғанлиқини ашкарилиған.

Тәңритағ торида көрситилишичә, хитай өлкилиридә оқуйдиған уйғур или оқуғучилири 13 миңдин көп, оқутуш орунлири 50 әтрапида болуп, һазир хитай һөкүмити хитай өлкилиригә тәсис қилинған мәзкур синипларға уйғур елиниң йеза ‏- қишлақлиридин оқуғучи қобул қилиш көлимини кеңәйткән.

Хәвәрдә нәқил кәлтүрүшичә, уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җин но һазир уйғур елидә қурулған қош тил синиплириниң 5миңға йәткәнликини, "қош тил синиплири" да оқуйдиған миллй оқуғучиларниң сани 150 миңдин ешип кәткәнликини ейтқан.

У йәнә, хитай өлкилиригә тәсис қилинған уйғур или толуқ вә толуқсиз оттура синиплириға қобул қилинидиған миллй оқуғучиларниң көлимини кеңәйтиш лазимлиқини тәкитлигән.

Д у қ баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә инкас қайтуруп: " хитайниң аталмиш ‘шинҗаң синиплири’ да оқуйдиған миллй оқуғучиларни санини тизлитишидики сәвәб йәнила, уйғурларни ассимилятсийә қилиш қәдимини тизлитиш дегәнлик" деди.

У йәнә, хитайниң бундақ сиясәтләрни техиму қаттиқ рәвиштә күчәйтишидики асаслиқ сәвәбниң йәнила уйғур оқуғучиларни кичикидин хитай өлкилиридә тәрбийиләп, уларниң өз миллитигә болған муһәббәт вә пәхирлиниш туйғусини аҗизлаштуруп, кәлгүсидә уйғурларни техиму асан идарә қилиш мәқситини әмәлгә ашуруш икәнликини көрсәтти. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.