Дуня уйғур қурултийи пүтүн дунядики уйғурларниң қурбан һейтини қутлуқлиди


2005.01.19

Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи қурбан һейт мунасивити билән пүтүн дунядики уйғурларниң байримини қутлиди.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алп текин башчилиғидики барлиқ һәйәт әзалири чаршәнбә күни рәсмий йосунда тәбрикнамә елан қилип, "дуня уйғурқурултийи улуғ һейт мунасивити билән пүтүн дунядики шәрқий түркистанлиқларға җүмлидин вәтинимиз шәрқий түркистандики барлиқ қериндашлиримизға али еһтирам билән салам вә сөйгү йоллайду" дәп билдүрди.

Улар мәзкүр тәбрик хетидә йәнә, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи йолида қаза қилғанларға алладин җәннәт савабини тилиди вә уларниң аилә-тавабатлириға чоңқур қайғу билән тәсәлли изһар қилидиғанлиқини вә сәбир тиләйдиғанлиқини ейтти.

Униңда йәнә мундақ дәп көрситилгән "улуқ вәтинимиз шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн қатму-қат қийинчилиқларни йеңип, тәврәнмәс ирадә билән өз иманини, виҗданини сақлап, һәрқайси сәпләрдә көрәш қиливатқан қәһриман уйғур йигитлиримиз вә батур қизлиримизға чәксиз иптихар билән һөрмәт билдүримиз".

Буниң билән бир вақитта германийәдики шәрқий түркистан учур мәркизиму уйғурларниң байримини тәбрикләш билән биргә, хитай һөкүмитини қурбан һейт мәзгилидә уйғурларниң әркин диний паалийәт елип беришиға йол қоюшқа чақирди. (Пәридә )

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.