Д у қ иҗраийә комитетиниң йиғини ахирлашти
2007.07.29
Германийидә зиярәттә болған дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидә ечилған қурултай иҗраийә комитетиниң 2 - нөвәтлик йиғини 7 - айниң 27 - миюнхенда ахирлашти.
Дуня уйғур қурултийи тәшвиқат бөлүминиң тарқатқан учурлиридин қариғанда ,26- вә 27 - июл күнлири чақирилған бу йиғинда, нуқтилиқ һалда 2008 - йили өткүзилидиған бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши лайиһиләр вә қурултай фондини йәниму күчләндүрүш мәсилиси музакирә қилинған.
Д у қ ниң иҗраийә комитетиниң йиғинида өз алдиға елип баридиған айрим паалийәтләрдин ташқири, йәнә "хәлқара кәчүрүм тәшкилати", „чеграсиз кишилик һоқуқ тәшкилати", „хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати", "инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати", вәкаләтсиз милләтләр тәшкилати", тибәт вә фалүңоңчилар вә башқа демократик тәшкилатлар билән бирлишип елип баридиған программилар әтраплиқ музакирә қилинди.
Хәвәрләрдин қариғанда, д у қ рәһбири системисида бәзи тәңшәшләр елип берилғандин сирт йәнә вәтәндашлиқ бәдили(уйғурлуқ бәдили) төләшни әмәлийләштүрүш , мәтбуат, нәшриятчилиқ ишлирини җиддий йолға қоюш вә раваҗландуруш, қурултайниң һәр қайси дөләтләрдики вакаләтчилирини көпәйтиш, қурултайниң рәһбәрлик аппаратини күчәйтиш қатарлиқлар қарар қилинған.
Рабийә қадир ханим германийә сәпиридә уйғур телевизийә программиси вә германийә һәм хәлқаралиқ мухбирларниң зиярәтлирини қобул қилған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабни тонуштуруш мурасимлири давамлашмақта
- Рабийә қадир ханимниң биографийиси германийидә нәшир қилинди
- Президент бушниң рабийә қадир ханимға бәргән баһаси хитайниң наразилиқини қозғиди
- Рабийә қадир ханимниң прагадики зиярити ғәлибилик болди
- Рабийә ханимниң хитай гундипайлири һәққидики обзори 'волт стрит журнили'да елан қилинди
- Франкфортта йеңи шөбә тәшкилат қурулди
- Рабийә қадир ханим америкидики икки али мәктәптә уйғурлар һәққидә доклат бәрди
- Хитай рабийә қадир ханимниң аилисидин өч алғанлиқини рәт қилди