Шәрқий түркистандики икки қурултай һәққидә қисқичә анализ


2008.01.15

Аптоном районлуқ 10 ‏- нөвәтлик сияси мәслиһәт кеңишиниң 1 ‏- қетимлиқ омуми йиғини билән, аптоном районлуқ 11 ‏- нөвәтлик хәлқ вәкилләр қурултийиниң 1 ‏- қетимлиқ омуми йиғини бир күн пәрқ билән арқа ‏- арқидин үрүмчидә ечилишқа башлиди.

Бундин бирқанчә күн бурунла хитай һөкүмити, сияси мәслиһәт кеңишигә қатнишидиған 476 нәпәр вәкил билән, хәлқ қурултийиға қатнишидиған 550 нәпәр вәкилниң тизимликини елан қилған иди. Растини ейтсам, тизимликтики "вәкилләр " ниң миллий тәркибигә қарап бир аз һәйран болдум, чүнки һәр икки қурултайниң вәкиллири ичидә уйғур "вәкилләр " ниң сани хелила еғир салмақни игилигән иди. Мәсилән, хәлқ қурултийиниң 550 нәпәр вәкилиниң 230 нәпиридин көпрәки уйғур болуп, мениңчә бу қетимлиқ хәлқ вәкилләр қурултийини, һазирға қәдәр уйғур " вәкил " ниң сани әң көп болған бир қетимлиқ қурултай дейишкә болиду.

" Вәкилләр ' ниң вәкиллик салаһийити барму ?

Сияси кеңәшни қоюп турайли, аталмиш " хәлқ қурултийи ' ни елип ейтсақ, маһийәттә бу орган қорчақ парламент болуп, сияси орни интайин муһим, чүнки қорчақ рәистин тартип назирғичә, вилайәтниң валисидин наһийиниң һакимиғичә, һәтта йеза ‏- кәнт башлиқлириғичә һәммиси мана шу " хәлқ қурултийи " дәп аталған қорчақ парламент тәрипидин "сайлап " чиқилиду яки тәстиқлиниду, шәрқий түркистанға мунасивәтлик пүтүн йәрлик қанун, низам, принсипларниң һәммиси бу орган тәрипидин түзүп чиқилиду вә мақуллиниду. Мән вәтәндә мухбир болуп ишлигән мәзгилимдә, 7 йил уда икки қурултайға вә бу икки қурултайниң даимий комитет йиғинлириға қатнашқиним үчүн, бу қурултайларниң ички қурулмиси вә аталмиш " вәкилләр " ниң барлиққа келиш җәрянидин хели әтраплиқ хәвирим бар.

" Вәкил " таллаш мәсилисидә, аптоном районлуқ партком тәрипидин бикитилгән вә узун йиллардин буян өзгәрмәй һазирғичә давам қилип кәлгән муқим бир сестима бар, бу сестима буйичә, алди билән аптоном район дәриҗилик партийә ‏- һөкүмәт органлириниң, назарәт вә комитетларниң асаслиқ мәсуллири, биңтуән қармиғидики һәрқайси девизийиләрниң асаслиқ мәсуллири, шундақла һәрқайси вилайәт вә һәтта наһийиләрниң ғоллуқ мәнсәпдарлири сайламсиз вә аптоматик һалда хәлқ қурултийиниң вәкили қилип бикитилиду, буларниң сани адәттә омомий " вәкил " ләрниң 40 пирсәнтини тәшкил қилиду. Бу шәхисләр аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң инчикилиқ билән тәкшүрүши вә аптоном районлуқ парткомниң бивастә тәйинлиши билән турғузуп чиқилған сияси җәһәттә әң ишәнчлик кишиләр болғини үчүн, аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң бу шәхисләрниң һеч биригә етираз билдүрүш һоқуқи йоқ.

Қалған 50 ‏- 60 пирсәнт " вәкил " ни турғузуш үчүн, һәрқайси вилайәт вә наһийә дәриҗилик хәлқ қурултайлири тәрипидин нағра ‏- сунай садалири ичидә шәкилгә " сайлам " өткүзүлиду, бу аталмиш " сайлам " ларға қатнишидиған вәкил намзатлириниң һәммисила вилайәт, наһийә вә йезидин ибарәт 3 дәриҗилик партийә ‏- һөкүмәт органлири тәрипидин таллап бикитилгән кишиләр болуп, пуқраларниң бу зорлап теңилған " намзат " лардин башқа кишини сайлаш һоқуқи йоқ, һөкүмәт кимни көрсәткән болса, шуниңғила аваз беришиңиз лазим, әгәр сайлам җәрянида бу " вәкил намзатлири " ға қарита етираз билдүрсиңиз, " һөкүмәт билән қаршилашти " дегән қалпақни бешиңизға кийип, һаятиңиз буйичә сайлам мәйданиға йеқин йолиялмай өтүп китисиз. Бу " вәкил " ләрни турғузушта, йәрлик һөкүмәтләргә бир‏- аз һоқоқму берилгән болуп, мәсилән вилайәт вә наһийә рәһбәрлириниң юқарқидәк ғәйри демократик усулда бекитилгән " вәкил " ләрниң ичидә көзигә сиғмиғанлириниң " вәкиллик " салаһийитини әмәлдин қалдуруп, уларниң орниға өзлириниң уруқ ‏- туққан, дост ‏- бурадәр вә һәқәмсайилирини толуқлап киргүзүш салаһийити берилгән. Демәк, бу аталмиш " вәкил " ләрниң вәкиллик салаһийитидин сөз ечиш әсла мумкин әмәс.

" Вәкил " ләрниң мутләқ көп қисми компартийә әзалиридин ибарәт

Хитай һакимийити шәрқий түркистанда юқарқи икки қурултайға қатнишидиған " вәкил " ләрниң пикир вә һәрикәт җәһәттә компартийә билән йүксәк дәриҗидә бирдәкликини сақлаш вә хитайниң дөләт мәнпәәтигә пайдилиқ болған йәрлик қанунларни тосалғусиз һалда тиз сүрәттә турғузуп иҗра қилинишиға капаләтлик қилиш мәқситидә, садиқ компартийә әзалири ичидин " вәкил " таллашқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә, шуңа һазирға қәдәр юқарқи икки қурултайниң, болупму хәлқ вәкилләр қурултийиға таллап чиқилғанларниң тәхминән 60 пирсәнтидин көпрәкини компартийә әзалири тәшкил қилмақта, шуңа, сияси тәркибигә қариған вақтимизда, партийә вәкилләр қурултийи билән, хәлқ вәкилләр қурултийи оттурисида анчә чоң бир пәрқ йоқ.

" Вәкилләр " ичидики абдуреһим өткүрләр вә рабийә қадирлар

Хитай һакимийити йиллардин буян уйғур хәлқиниң вә дуня җамаәтчиликиниң көзини буяш мәқситидә, уйғур хәлқи ичидә көзгә көрүнгән, йүксәк дәриҗидә инавити вә һөрмити бар шундақла өз хәлқиниң ирадисигә вәкиллик қилиш салаһийитини һазирлиған бәзи уйғур затлириниму юқарқи икки қурултайға вәкил қилип киргүзүш тактикисини қоллинип кәлмәктә, мәсилән, вәтән ичи вә сиртидики пүтүн уйғур хәлқиниң қәлбидә тәхт қурған мәшһур уйғур алими мәрһум абдурәһим өткүр, уйғурларниң һазирқи миллий рәһбири вә мәнивий аниси рабийә қадир вә шуларға охшиған интайин аз сандики бәзи мәшһур шәхисләрму әйни чағда икки қурултайниң вәкиллири, йәнә келип қурултай даимий комитети әзалири иди, әмма уларниң " вәкилләр " ичидики сани пәқәтла символ характерлик болуп, омомий вәкилләр саниниң 2 ‏- 3 пирсәнтигиму бармайтти. Хитайниң буниңдики мәқсити, биринчидин, өзлирини қандақтур уйғур хәлқи тәрипидин сөйүлгән вә етирап қилинған затларға гоя көңүл бөлүватқандәк қилип көрситиш, иккинчидин , бу шәхисләрниң уйғурлар ичидики йүксәк абройи вә иҗабий тәсиридин пайдилинип йәрлик хәлқниң көңлини өзлиригә майил қилиштин ибарәт иди, әмма һазирға қәдәр хитай һакимийити бу җәһәттә һеч бир заман өзиниң сиясий мәқситигә йитәлмиди, чүнки бу затлар шунчә зор сиясий бесим вә тәһдитләргә қаримастин, һәр заман өз хәлқиниң мәнпәәтлирини қоғдашқа, уларниң йүрәк садалирини әкс әттүрүшкә тиришип кәлди вә бу җәрянда зор бәдәлләрни төлиди, бу икки затниң һазир өз хәлқи ичидә мәңгүлүк сөйгүгә игә болуши, маһийәттә уйғур хәлқиниң өзлириниң һәқиқий вәкиллиригә бәргән әң али мукапати вә илтипатидур !

Немә үчүн уйғур " вәкилләр " ниң сани алаһидә көпәйтилди ?

Бу қетим чақирилған хәлқ қурултийиниң вәкиллири ичидә уйғурларниң сани хелила көп, һәтта хитайлар зич олтурақлашқан бәзи районлардиму " уйғур вәкилләр " ни тәйинләшкә әһмийәт берилгән болуп, мәсилән үрүмчидин талланған 77 нәпәр " вәкил " ниң 31 нәпири уйғур, қизиқ йери хитайниң увиси һесабланған шихәнзидин талланған 15 " вәкил " ниң ичидә 3 нәпәр, хитай хәлқ азатлиқ армийисиниң шәрқий түркистанда турушлуқ қисимлиридин талланған 25 нәпәр " вәкил " ниң ичидиму 4 нәпәр уйғур бар.

Әлвәттики, сиртқи көрүнүштин қариғанда, уйғур " вәкил " ләрниң саниниң көпәйгәнликини бир иҗабий йүзлиниш дейишкә болиду, әмма уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи тарихта мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә зор хәвпкә дуч келиватқан бүгүнки күндә, компартийиниң әмри буйичә қол көтүрүштин башқа роли болмиған икки қурултайда уйғур " вәкил " ниң саниниң көпәйгәнликини, қандақтур хитай һакимийитиниң уйғурларға көрситиватқан ғәмхорлуқи дәп чүшиниш толиму ахмақлиқтур !

Мениңчә болғанда буниң асаслиқ сәвәби шуки, кейинки йиллардин буян чәтәлләрдә уйғурларниң миллий һәрикити мислисиз дәриҗидә зорайди вә җанланди, уйғурлар мәсилисиниң хәлқара сиясий сәһниләрдики тәсири күчәйди, уйғурлар мәсилиси һазир хәлқаралиқ кишилик һоқоқ тәшкилатлириниң моһим күнтәртиплириниң бири болуп қалди, чәтәл мәтбуатлирида уйғурлар һәққидики талаш ‏- тартишлар көпәйди, пәқәтла өткән йилдин буян америка парламентида вә явропа парламентлирида уйғурлар һәққидә мәхсус бирқанчә қетим гуваһлиқ йиғинлири вә илмий муһакимә йиғинлири өткүзүлди, һәтта техи йеқинда хитайниң явропадики әң чоң сода ширики һесабланған германийиниң федирал парламентидиму уйғурлар мәсилиси һәққидә һазирланған мәхсус қарар лайиһәси музакиригә ечилди .

Демәк, уйғурларниң миллий һәрикитиниң хәлқарада җанлиниши, дуня җамаәтчиликиниң диққәт ‏- етибариниң шәрқий түркистан райониға мәркәзлишишигә сәвәбчи болмақта, униң үстигә бу йил бейҗиңда чақирилидиған олимпик йиғиниға қарши хәлқаралиқ һәрикәт җәрянидиму, уйғурларниң кишилик һоқоқ мәсилиси бу һәрикәтниң мәркизи темилириниң бири, қисқиси, хитай һакимийити нөвәттә уйғурлар мәсилисидә хәлқараниң зор бесимиға дуч кәлмәктә, бу хил бесим, хитай һакимийитини шәкил үчүн болсиму бәзи қәдәмләрни бесишқа мәҗбур қилмақта, бу қетимқи икки қурултайда уйғур " вәкилләр " саниниң рошән дәриҗидә көпәйтилгәнлики, буниң дәсләпки ишарәтлиридин ибарәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.