Уйғур елидики 4 бимарниң қуш зукими әмәслики ениқланди


2005.12.14

Уйғур елидә қуш зукими кесили тарқилип һазирғичә болған мәзгилдә, 4 кишидә қуш зукими аламәтлири көрүлгән. Әмма мунасивәтлик орунлар тәкшүрүштин кейин, уларниң қуш зукими билән юқумланмиғанлиқини ениқлиди.

Бу йил қиш келиши билән, илгири-ахир болуп уйғур елиниң 9 йеридә қуш зукими байқалған иди. Шундин башлап бу юқум районлар қамал қилинип, бу йәрдин 3 километир келидиған җайлардики өй қушлири өлтүрүлгән. Һазир уларниң арисидики 4 юқум райониниң қамал қилиниши бикар қилинип, өй қушлири содиси әслигә кәлтүрүлди.

Бу арида хитай йеза игилик министирлиқи, гәрчә һазир бу кесәл бир қәдәр контрол қилинған болсиму, лекин келәр йилниң бешидики баһар байримида йәнә тарқилип қелиши мумкинликини агаһландурди.

Кишини әң әндишигә салидиғини, қуш зукиминиң адәмләргә юқуп қелиши болуп, бу йил 10‏- айдин һазирғичә хитайда җәмий 25 киши қуш зукими билән юқумлинип, 2 си қаза қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.