Уйғур елидә қуш зукими вироси байқалди


2005.06.09

Уйғур елиниң чөчәк шәһиридики бир ғаз фермисида, инсанларниң һаятиға зор тәһдид елип келидиған қуш зукими вироси (H5N1) байқалди.

Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай йеза- игилик министирлиқи пәйшәнбә күни чөчәктики бир ғаз фермисида қуш зукими вироси тарқилип, 400 дин артуқ ғазниң өлгәнлики, миңдин артуқ ғазда кесәллик аламәтлири көрүлгәнликини етирап қилған. Хитай даирилири йәнә, бу мунасивәт билән фермидики 13 миңдин артуқ ғазни өлтүргәнликини билдүргән.

Хитай йеза- игилик минситирлиқи, уйғур аптунум раюнлуқ һөкүмәт тармақлириниң қамал қилиш вә дизинфиксийә қилиш қатарлиқ вастиләрни қоллинип, виросниң тарқилишини контрол қилғанлиқини билдүрмәктә.

Буниң алдида қуш зукими вироси чиңхәй өлкисидә тарқалған иди. 26 - Май күнигичә, чиңхәй өлкисидә миңдин артуқ қуш, қуш зукими вироси билән өлгән. Әмма чиңхәйдики қуш зукиминиң адәмләргә юққанлиқи һәққидә мәлуматлар йоқ иди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң баянатчиси рой вадия, уйғур елидә йүз бәргән қуш зукиминиң адәмләргә юқуш иһтималлиқини мөлчәрләшниң қийинлиқини билдүрди һәмдә хитай даирилирини барлиқ мудапиә вастилирини қоллинишқа чақирди.

Қуш зукими вироси сәккиз йил аввал хитай вә хоңкоңдики аилә қушлирида түнҗи болуп байқалған болуп, 2003 - йили шәрқий җәнубий асияда кәң тарқилип, 50 тин артуқ адәмниң өлишини кәлтүрүп чиқарған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.