Үрүмчигә йеқин җайда 100 тохуниң өлгәнлики байқалди
2005.11.09
Йеқинда үрүмчигә йеқин җайда 100 нәччә тохуниң өлгәнлики байқалғандин кейин, үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш қоманданлиқ орни пүтүн шәһәр бойичә қуш зукимидин мудапиәлиниш сепигә өтүшкә чақирди. Әмма улар бу өлгән тохуларниң қуш зукими әмәсликини һәмдә үрүмчиниң әтрапида һазирғичә қуш зукими кесилиниң байқалмиғанлиқини билдүрди.
Әмма хәлқара тәшкилатлар хитайни көп қетим мушундақ җиддий кесәлликләргә аит учурларни йошурғанлиқи билән әйибләп кәлгән болуп, һәтта алдинқи йили хитай һөкүмити йошурған уйғур елиниң мәлум бир районида байқалған еғиз- туяқ кесилиму, радиомиз тәрипидин тунҗи болуп ашкариланған иди.
Қуш зукими кесили уйғур елидә 2004 - йили әтиязда бир байқалған болуп, униң тәсиридә урүмчи шәһириниң өзила 100милйон йүәнгә йеқин иқтисадий зиянға учриған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қуш зукиминиң тарқилишиға тақабил турудиған программа һазирланди
- Б д т хитайни қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландурди
- Уйғур аптоном райониниң санҗи областида қуш зукам вируси байқалди
- Хитай, д с т ниң уйғур аптоном райони тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиди
- Қазақистан қуш зукиминиң тарқилишиниң алдини елиш үчүн тәдбир алмақта