Уйғур диярида қуш зукими таралғанлиқи мәлум болмақта
2005.11.14
Мәркизий агентлиқниң 14 - ноябир күни хоңкоңда чиқидиған аммиви гезитниң хәвирини нәқил кәлтүрүшичә, уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһиригә қарашлиқ үрүмчи наһийиси билән қәшқәр райони әтирапидики бир қисим наһийиләрдә қуш зукими кесәллики пәйда болған.
Хитай мәтбуатлири һазирға қәдәр , бу һәқтә һечқандақ учур елан қилмиған болуп, аммиви гезитиниң хәвиригә асасланғанда, уйғур елидики сәһийә тармақлири қуш зукими таралған мәзкур районларда кесәлниң алдини елиш хизмәтлирини қанат яйдуруп, 13 - ноябир күнигә қәдәр 200 миңдин артуқ өй қушлирини өлтүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай йеза игилик министирлиқиниң мутәхәссислири 12 - ноябир күни үрүмчигә йетип келип, үрүмчидә қуш зукими вирусиниң тарқилиш әһвали үстидин тәкшүрүш елип барған, бирақ мәзкур министирлиқму бу һәқтә һечқандақ учур бәрмигән.
Уйғур елидики йеза игилик мутәхәссислириниң билдүрүшичә, уйғур елиға чегридаш 8 дөләттә қуш зукиминиң тарқилиш әһвали еғир болуп, буниңдин сирт, уйғур елиниң әтрапидики ички моңғул, чиңхәй, гәнсу қатарлиқ җайларму қуш зукими байқалған җайлардин болғачқа, уйғур ели қоршав ичидә қалған , бу сәвәблик мудапиәлиниш хизмәтлири җиддий елип берилмақта икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчигә йеқин җайда 100 тохуниң өлгәнлики байқалди
- Қуш зукиминиң тарқилишиға тақабил турудиған программа һазирланди
- Б д т хитайни қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландурди
- Уйғур аптоном райониниң санҗи областида қуш зукам вируси байқалди
- Хитай, д с т ниң уйғур аптоном райони тәкшүрүш елип беришиға рухсәт қилмиди