Хотәндә қуш зукам вируси байқалди


2005.11.17

Хитай һөкүмити өткән һәптә уйғур аптоном райониниң поскам вә үрүмчи наһийилиридә қуш зукам вируси байқалғанлиқини җакарлап узун өтмәй, пәйшәнбә күни хотәндә қуш зукам вируси байқалғанлиқини елан қилди. Шуниң билән биргә мәзкур вирус хубейдиму байқалған. Буниң билән қуш зукам вируси йеқинқи бир ай ичидә хитай бойичә 13 җайда байқалған болди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хотәндә байқалған вирус хотән шәһириниң әтрапида байқалған болуп, 32 қуш мәзкур вирус сәвәбидин өлгән. Хитай даирилири, хотән билән хубейда байқалған вирусниң һ5н1 типлиқ вирус икәнликини етирап қилған.

Шинхуа ахбарат агентлиқи, хотән билән ху бейда вирус байқалған җайниң 3 километир әтрапида яшайдиған барлиқ қушларниң өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди. Хотәндә 215,86 қуш өлтүрүлгән. Бирақ шинхуа ахбарат агентлиқи, хотәндә мәзкур вирусни юқтурувалған болуши мумкин, дегән гуман билән көзитиш астиға елинған адәмләр бар - йоқлиқини тилға алмиди.

Буниңдин бир күн илгири , хитай һөкүмити әнхуйда 24 яшлардики бир аялниң қуш зукам вируси юқтурувалғанлиқини җакарлиған.

Дуня сәһийә тәшкилати болса, вирусниң техиму көп адәмгә юқуш еһтимали барлиқини чәткә қақмиди. Буниң алдида 12 яшлардики әнхуйлик бир қиз мәзкур вирус билән юқумлинип өлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.