Уйғур аптоном районида 4 - қетим қуш зукам вируси байқалди


2005.11.18

Хитай даирилири җүмә күни уйғур аптоном районида үрүмчи наһийиси, поскам вә хотәнләрдин кейин, аптоном районниң мәркизи үрүмчидә йеңидин қуш зукам вируси байқалғанлиқини җакарлиди. Бу, қуш зукам вирусиниң уйғур аптоном районида йеқинқи икки һәптә ичидә 4 - қетим байқилиши болуп һесаблиниду.

Шинхуа ахбарат агентлиқи, зукам вирусиниң үрүмчи билән биргә шәншидиму байқалғанлиқини хәвәр қилип, хитай бойичә қуш зукам вируси байқилиш вәқәсиниң 19 ға йәткәнликини елан қилди.

Хитай даирилири бу һәптиниң башлири зукам вируси өй қушлири билән йеқиндин һәпиләшкән икки адәмдә байқалғанлиқини етирап қилип, буниң ичидики 12 яшлиқ бир қизниң мәзкур вирус түпәйлидин өлгәнликини җакарлиған иди.

Дуня сәһийә тәшкилати болса, хитай даирилирини җиддий агаһландурмақта. Мәзкур тәшкилатниң бейҗиңда турушлуқ баянатчиси вадия буниң хитайда тарқилишидин "һәйран қалмайдиғанлиқини" әскәртип, хунәндә техиму көп кишиниң мәзкур вирустин юқумлиниш еһтимали барлиқини чәткә қақмиди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, үрүмчидә 8 өй қуши 12 - ноябир күни йеңи байқалған қуш зукам вирусида өлгән. Җоңго мәмликәтлик қуш зукам вируси тәҗирибиханиси, өлгән қушларниң H5N1 типлиқ зукам вирусида өлгәнликини ениқлиған. Хитай һөкүмити йеқинда мәмликәт бойичә 14 милярд өй қушиға ваксина уридиғанлиқини җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.