Қуш зукими сәвәбидин уйғур елидә 400 миңдин ошуқ өй қуши өлтүрүлди
2005.11.20
Қуш зукими кесили уйғур елиниң поскам, үрүмчи вә хотәнләрдә байқалғандин кейин, һазирғичә бу районларниң әтрапидики 3 километир йирақлиққичә болған җайлардин 400 миңдин ошуқ тоху, өрдәк қатарлиқ өй қушлири өлтүрүлди. Лекин һөкүмәт даирилири бу кесәлниң һазирғичә адәмләрдә байқалмиғанлиқини билдүрмәктә.
Хитай йеза-игилик министирликиниң билдүрүшичә, үрүмчидә байқалған қуш зукими асаслиқи үрүмчи шәһириниң даван йезиси уланбай кәнтидә вә үрүмчи наһийисиниң әнниңчү дегән җайлирида көрүлгән һәмдә әнниңчүдила өлтүрүлгән өй қушлириниң сани 350 миңға йәткән. Мәлум болушичә, әнниңчүдә 100 дин ошуқ тоху фермиси бар болуп, бу тохулар асаслиқи, үрүмчи вә қарамай шәһәрлиридә сетилидикән.
Һазирғичә қуш зукими уйғур елидин башқа йәнә, хитайниң лявниң, хунән, хубей, ички моңғул, шәнши вә әнхуй өлкилиридиму байқалди.
Хитай дунядики әң чоң өй қушлирини беқиш санаитигә игә дөләт болуп, бу йәрдә нәччә милярд өй қушлири көлими кичик җайларда қиста-қистаңчилиқ ичидә беқилиду. Униң үстигә хитайдики фермилар аһалиләрниң олтурақ җайлириға наһайити йеқин болғачқа, һазир сәһийә тәшкилатлири бу кесәлниң инсанлар арисида җиқ тарқилип кетишидин әндишә қилмақта. (Пәридә)