Қуш зукам вируси уйғур аптоном районида даванчиңға кеңәйди
2005.11.22
Уйғур аптоном районида йеқиндин бери арқа арқидин H5N1 типлиқ қуш зукам вируси байқалғандин кейин, бу қетим мәзкур вирус уйғур аптоном райониниң даванчиң шәһиригә кеңәйди.
Хитай йеза игилик министирлиқиниң сәйшәнбә күни етирап қилишичә, уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчиниң 40 километирларчә шәрқидики даванчиңда қуш зукам вируси байқалған.
Хитай йеза игилик министирлиқиниң баянатида әскәртишичә, даванчиңда өткән чаршәнбә күни 38 өй қуши қуш зукам вируси сәвәбидин өлгән. Хитайниң мәмликәт қуш зукам вируси тәҗрибиханиси өй қушлириниң H5N1 типлиқ қуш зукам вирусида өлгәнликини испатлиған.
Йеза игилик министирлиқи, мәзкур зукам вирусиниң даванчиң билән биргә ниңшя туңган аптоном райониниң мәркизи йиңчүән вә йүннәнниң чүйшйоң шәһәрлиридә байқалғанлиқини елан қилди. Йәрлик даириләр зукам вируси байқалған җайдин 3 километирғичә болған даиридә яшайдиған өй қушлирини пүтүнләй өлтүрүп ташлиған.
Даванчиңда 8388 өй қуши өлтүрүлгән. Бу уйғур аптоном районида қуш зукам вирусиниң йеқинқи 3 һәптидин бери 5 - қетим байқилиши болуп һисаблиниду. Буниңдин илгири мәзкур вирус үрүмчи, үрүмчи наһийиси, поскам вә хотәнләрдә байқалған иди. Қуш зукам вируси даванчиңда өткән чаршәнбә күни байқалған болсиму, әмма уйғур аптоном районида чиқидиған хитай мәтбуатлири сәйшәнбә күнгичә бу һәқтә хәвәр бәрмиди. (Әркин)