Уйғур елиниң турпан шәһиридә қуш зукими вируси байқалди


2005.11.24

Хитай йеза игилик министирлиқи пәйшәнбә күни уйғур елиниң турпан шәһиридә йеңидин қуш зукими вирусиниң байқалғанлиқини елан қилди. Бу уйғур елидә өткән айдин бери байқалған 7 - қетимлиқ қуш зукими тарқилиш әһвали болуп һисаблиниду.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 11 - айниң 17 - күни турпан шәһириниң яр йезисидики бир фермида өлгән қушларниң әҗәллик H5N1 типлиқ қуш зукими билән юқумланғанлиқи ениқланған.

Хитай даирилири турпандики қуш зукими тарқалған ферминиң әтрапидики 3 километирғичә болған җайлардики бәш миңдин артуқ өй қушлирини өлтүргән.

Уйғур ели хитайдики қуш зукими вирусиниң зәрбисигә әң еғир учриған район. Өткән айда үрүмчи шәһириниң әтрапида қуш зукими байқалғандин буян, үрүмчи наһийиси, хотән, даванчиң, мичүән қатарлиқ җайлардиму қуш зукиминиң тарқилиш әһвали көрүлди. Әмма хитай даирилири уйғур елидә қуш зукиминиң адәмгә юқуш әһваллириниң көрүлмигәнликини билдүрмәктә.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.