Қуш зукам вируси бу қетим пичанда байқалди
2005.11.29
Уйғур аптоном районида H5N1 типлиқ әҗәллик қуш зукам вируси давамлиқ кеңәймәктә. Хитай йеза игилик министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, йеқинда турпанниң яр йезисида қуш зукам вируси байқалғандин кейин, бу қетим турпан вилайитиниң пичан наһийисидә 300 өй қуши мәзкур зукам вирусида өлгән.
Хитай мәмликәтлик қуш зукам вируси тәҗрибиханиси пичанда өлгән өй қушлириниң H5N1 типлиқ зукам вирусида өлгәнликини испатлиди. 11 - Ай киргәндин бери хотән, үрүмчи, даванчиң, турпан, поскам қатарлиқ җайларда арқа - арқидин әҗәллик қуш зукам вируси байқилип, уйғур аптоном райони хитай бойичә қуш зукам вируси әң көп тарқалған район болуп қалди.
Қуш зукам вируси 22 - ноябирда байқалған болсиму, әмма хитай йеза игилик министирлиқи бу хәвәрни немә үчүн әмди елан қилғанлиқини чүшәндүрмигән. Аптоном районлуқ чарвичилиқ назарити даирилириниң тәкитлишичә, зукам вирусиниң тарқилиш вәқәси аптоном районниң " ички мәхпийәтлики" һисаблинидикән.
Даириләр, пичанда қуш зукам вируси байқалған җайниң 3 километир әтрапида яшайдиған барлиқ өй қушлирини өлтүргән. Хитай йеза игилик министирлиқи, пичан билән биргә хунәнниң йоңҗу шәһиридиму H5N1 типлиқ зукам вируси байқалғанлиқини елан қилди. Йоңҗуда, 400 дәк өй қуши мәзкур зукам вируси сәвәбидин өлгән. (Әркин)