Уйғур елиниң хотән наһийисидә байқалған қуш зукими сәвәблик һазирғичә бу җайда 17 миң данә өй қуши өлтүрүлгән.
Йеза-игилик министирлиқиниң мәлум қилишичә, бу өлтүрүлгән өй қушлири асаслиқи хотән наһийисиниң бузақ йезисидики тоху фермилириниң болуп, һазир бу йәрдики қуш зукам әһвали дәсләпки қәдәмдә контрол қиливелинған. Лекин хәвәрдә буниң адәмләргә юққан яки юқмиғанлиқи тоғрисида мәлумат берилмигән.
Хотәндики бу қуш зукам тарқилиш әһвали өткән һәптә башланған болуп, бузақ йезисиниң ташериқ деһқанчилиқ мәйданидики бир түркүм өй қушлири туюқсиз өлүп қалған. Шундақла мунасивәтлик орунларниң тәкшүрүши нәтиҗисидә бу қушларниң қуш зукими кесили билән өлгәнлики ениқланған.
Уйғур ели хитай бойичә қуш зукам вируси бир қәдәр көп тарқалған районларниң бири болуп, өткән йили 9-айдин бу йилғичә болған мәзгилдә уйғур елиниң пичан, даванчиң, көнәс, поскам қатарлиқ 9 җайида қуш зукам кесили тарқалған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур дияриниң хотән наһийисидә қуш зукими байқалди
- Хитайда қуш зукими сәвәбидин йәнә бир киши қаза қилди
- Турпан билән пичандики қуш зукими юқум районини карантин қилиш бикар қилинди
- Уйғур елидики 4 бимарниң қуш зукими әмәслики ениқланди
- Үрүмчи наһийисидики қуш зукими юқум районини карантин қилиш бикар қилинди